Явропа иттипақи ташқий ишлар министирлири хитайниң қәшқәрдә адәмсиз учқу завути қуруп русийәни тәминлишини музакирә қилған
2024.11.18
Явропа иттипақи ташқий ишлар министирлири 18-ноябир дүшәнбә күни бирюсселда йиғилип, украина урушиниң тәрәққиятини, җүмлидин хитайниң русийә билән қәшқәрдә адәмсиз учқу тәтқиқат орни вә завути қуруп русийә армийәсини тәминлиши мәсилисини музакирә қилған.
“явропа хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, бирюсселға топланған ташқий ишлар министирлириниң йиғини хитайниң русийәни адәмсиз учқу билән тәминләш мәсилиси билән бир вақитта, америка пирезиденти байденниң украинаниң русийәгә қарши узун мусапилик башқурулидиған бомба ишлитишигә рухсәт қилиши, русийәниң курсик райониға 10 миңдәк шималий корейә әскириниң орунлаштурулуши қатарлиқ мәсилилириниму музакирә қилған. Нөвәттә, йиғинниң хитайға қандақ тәдбир қоллинишни қарар қилғанлиқи мәлум болмисиму, әмма явропа иттипақи ташқий ишлар комиссарлиқи баянатчиси хитайниң һәрикитиниң явропа-хитай мунасивәтлиригә бәдәл болидиғанлиқини қәйт қилмақта.
Юқири дәриҗилик явропа иттипақи әмәлдарлири өткән һәптә таратқуларға хитайниң русийә билән бирлишип, уйғур елидә “илғар типлиқ адәмсиз учқу тәтқиқат вә ишләпчиқириш базиси” қурғанлиқиға даир “ишәнчлик” һәм “қайил қиларлиқ” дәлилләргә еришкәнликини елан қилған.
“ройтерс агентлиқи” бу йил 9-айда елан қилған бир хәвиридә, “адәмсиз учқу тәтқиқат вә ишләпчиқириш базиси” ниң “қәшқәр алаһидә иқтисадий тәрәққият райони” ға җайлашқанлиқини илгири сүргән. “явропа хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, йиғинда белгийә, естонийә, руминийә, голландийә ташқий ишлар министирлири башқа дөләтләрниң, җүмлидин иран, белорусийә, шималий корейә вә хитайниң украина урушида ойнаватқан ролиға болған “җиддий әндишилири” ни оттуриға қойған.
Голландийә ташқий ишлар министири велдикамп, “хитай буниң явропа бихәтәрликигә биваситә тәсир көрситидиған мәсилә икәнликини билиши керәк” дәп көрсәткән, шуниңдәк әгәр хитайниң адәмсиз учқучилириға даир гуманлар испатланса, ембаргониң буниңға қарши йүргүзүлидиған тәдбирләрниң бири болидиғанлиқини ейтқан. Хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, , нөвәттә явропа иттипақи әмәлдарлири русийә қорал-ярақ пирограммиси вә хитайниң буниңға қатнишиш дәриҗисиниң салмиқини тәкшүрмәктә икән.