Явропаға киргән 10 миңдин артуқ балиниң из - дерики болмиған

Мухбиримиз үмидвар
2016.01.31


Явропа иттипақиниң сақчи оргининиң билдүрүшичә, икки йиллиқ көчмәнләр долқуни җәрянида явропаға кәлгән му тәхминән 10 миңдин артуқ мусапир балиниң из - дерики йоқ.

Б б с агентлиқиниң йезишичә, балиларни қутқузуш орни өткән йили тәхминән 26 миң әтрапида мусапир балиниң көчмәнлик салаһийити билән явропа иттипақиға киргәнликини билдүргән.

Явропа сақчи оргини бәлки ғайиб болған бу балиларниң һәр хил җинайи гуруһларниң мәҗбурлиши астида җинсий зулум вә қуллуққа тутулған болуши, уларниң бәзилириниң бәлки бир қисим кишиләрниң өйлиридә туруватқан болуши мумкинлики, омумән уларниң әһвали ениқ әмәсликини билдүргән.

2015 - Йили, италийә даирилири, 5000 әтрапида, шиветсийә 1000 әтрапида мусапир балиларниң мусапирларни йиғиш орнидин ғайиб болғанлиқини билдүргән.

Явропа сақчи оргини мусапирларниң явропаға келишиниң изчил давамлишиватқанлиқи, бу йил 55миңдин артуқ мусапирниң явропаға киргәнлики, явропаға келиш җәрянида 244 адәмниң оттура йәр деңизиға ғәрқ болуп һаятидин айрилғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.