Америкадики йәһудий тәшкилатлири бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш чақириқини күчәйткән

Мухбиримиз ирадә
2021.08.12

2021-Йиллиқ токйо олимпик мусабиқиси аяғлишиши билән америкадики йәһудий тәшкилатлири 2022-йилида бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқини башливәткән.

Йәһудий ички хәвәрлири ториниң билдүрүшичә, мәркизи америкадики “дуня йәһудий көзитиш тәшкилати” иҗраийә мудири серина оберштейн йәһудийларға қирғинчилиқ йүргүзгән натсистлар германийәсиниң 1936-йили олимпикқа саһибханилиқ қилиши билән уйғурларға қирғинчилиқ йүргүзүватқан бейҗиң һөкүмитиниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилиши бир – биригә охшаш, дегән. У америка вә башқа демократик әлләрниң бу мусабиқини дипломатийә җәһәттин байқут қилиши керәкликини билдүргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, һазирғичә дуня йәһудий көзитиш тәшкилати вә америка йәһудийлар комитети қатарлиқ йәһудий тәшкилатлири бейҗиң олимпик мусабиқисини дипломатик йоллар билән байқут қилишни қоллайдиғанлиқини билдүргән. Америка йәһудийлар комитетиниң баш иҗраийә әмәлдари давид харрис әпәнди сөзидә “америка бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпикни байқут қилишқа башламчилиқ қилиши керәк, мусабиқигә һечқандақ рәсмий вәкил әвәтмәслики керәк” дегән.

Мәлум болушичә, йәһудийларниң иҗтимаий мунасивәт гуруппилириға вәкиллик қилидиған күнлүк тәшкилат болған йәһудийлар аммиви мунасивәт кеңиши 2021-йили 4-айда уйғур қирғинчилиқини әйибләйдиған қарар мақуллап чиққандин кейин, бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш пиланини музакирә қилишқа башлиған икән. Йәһудийлар аммиви мунасивәт кеңишиниң алақә ишлири муавин директори тамми гилден йәһудий ички хәвәрлири ториға қилған сөзидә “тәшкилатимиз америка әмәлдарлирини олимпикни пурсәт сүпитидә ишлитип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши турушни гәвдиләндүрүшкә чақирип кәлди, биз американиң келәр йили бу тиришчанлиқини давамлаштурушини үмид қилимиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.