Америкадики йәһудийлар тәшкилати линда сунниң һөкүмәт баянатидин “уйғур ирқий қирғинчилиқи” дегән сөзини чиқиривәткәнликини қаттиқ тәнқид қилған
2024.09.20
Америкадики нопузлуқ йәһудийлар тәшкилатлиридин “елей вейсел фонди”, ню-йорк иштатиниң иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң сабиқ хитай ярдәмчиси линда сунниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” сөзини кәтий хокулниң баянатидин чиқириветишини қаттиқ тәнқид қилған.
Америкадики “оксиюс” ториниң хәвәр қилишичә, “елей вейсел фонди” линда сунниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” дегән сөзини кәтий хокулниң баянатидин чиқириветиш қилмишини “қорқунчлуқ” дәп көрсәткән. “елей вейсел фонди” америкалиқ йәһудий язғучиси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси, нобел мукапати саһиби вә йәһудий чоң қирғинчилиқиниң шаһити елий вейсел тәрипидин қурулған. 1928-Йили руминийәдики бир йәһудий аилисидә туғулуп 2016-йили вапат болған елей вейсел, 2-дуня урушида натсистларниң авсиветс вә бохенвалд җаза лагерлирида ятқан.
“оксиюс” ториниң хәвиридә қәйт қилинишичә, елей вейселниң оғли, “елей вейсел фонди” ниң мәсули елиша вейсел, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” дегән сөзни ню-йорк иштати башлиқиниң баянатидин чиқириветиштәк һәрқандақ қилмишниң ғәйрий инсани, шундақла тарихтики ирқий қирғинчилиқни йоққа чиқириш урунушлириниң қайта әкс етиши икәнликини билдүргән. Бу айниң башлирида ню-йорк иштатиниң башлиқи ишханисиниң муавин мудири, америкалиқ хитайлардин линда сун хитайға җасуслуқ қилиш билән әйиблинип қолға елинған болсиму, әмма у хитай үчүн җасуслуқ қилғанлиқини рәт қилған, шундақла бир йерим милйон долларға кепилликкә қоюп берилгән иди.
Һалбуки, хәвәрдә америка федератсийә тәптиш әмәлдарлириниң линда сунниң һөкүмәт баянатлиридики хитайниң уйғурларни бастурушиға даир сөзләрни чиқиривәткәнликини билдүргәнлики қәйт қилинмақта. “оксиюс” ниң ейтишичә, елиша вейсел хитайға бағлинишлиқ вә һөкүмәтниң сөзини шәкилләндүрүш һоқуқи болған бирсиниң иштат башлиқи ишханисиға соқунуп кириши кишини чөчүтидиған бир вәқә дегән.