Хитайниң лондондики әлчиханиси алдида бир йәһудий киши уйғурларни қоғдаш намайиши өткүзүп кәлмәктә
Әнглийәлик бир ортадокс йәһудиси һәр һәптидә икки қетим әнглийә пайтәхти лондондики хитай әлчиханисиниң мәдәнийәт башқармиси алдида ялғуз кишилик намайиш өткүзүп, хитайниң уйғурларни йиғивелиш лагерлириға қамиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп кәлмәктә икән.
-
Мухбиримиз әркин
2019-06-03 -
-
-
Әнглийәлик бир ортадокс йәһудиси һәр һәптидә икки қетим әнглийә пайтәхти лондондики хитай әлчиханисиниң мәдәнийәт башқармиси алдида ялғуз кишилик намайиш өткүзүп, хитайниң уйғурларни йиғивелиш лагерлириға қамиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп кәлмәктә икән.
Әнглийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, андрев исимлик бу йәһудий намайишчиниң наразилиқ паалийити бу йил 3-айдин башланған болуп, нөвәттә униңға балуш соломан исимлик йәнә бир йәһудий намайишчи қошулған. Андрев әнглийәдики “йәһудий һадисилири” намлиқ тор гезитиниң мухбириға қилған сөзидә өзиниң ялғуз кишилик намайиш қилишиға уйғурларниң һазирқи әһвали билән натсистларниң йәһудийларни “әң ахирқи һәл қилиш чариси” оттурисидики охшашлиқниң түрткә болғанлиқини билдүргән.
Андревниң қәйт қилишичә, у кочидики маторлуқ йолучиларниң “хитайда 3 милйондәк мусулман җаза лагерлириға қамалди” дегән лозункиға диққитини тартиш үчүн һәр қетимлиқ намайишни кәчлик иштин чүшүш вақтиға орунлаштурған икән. У уйғур районида йүз бериватқан трагедийәләргә сүкүт қилип турушқа болмайдиғанлиқини тәкитләп, “хитайда тәхминән 3 милйондәк адәм җаза лагерлириға қамалди. Бунчилик зор көләмдә адәм тутқун қилинса, мән қандақларчә һеч иш болмиғандәк олтуралаймән. Мениң апам маңа: "буниңдин 80 йил аввал бизниң әҗдадлиримиз җаза лагерлириға соланғанда дуня сүкүт қилған, бу тоғра әмәс иди дәп савақ берәтти. Мән хата бир ишни көрүп туруп қарап турсам вә сүкүт қилсам болмайду” дегән.
“йәһудий һадисилири” ториниң хәвиридә лагерлардики тутқунларниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқанлиқиға даир дәлилләрниң көпийиватқанлиқи, сүний һәмраһ сүрәтлири бу лагерларниң мәвҗутлуқини испатлап бериватқанлиқи илгири сүрүлгән. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, андрев хитайниң йиғивелиш лагерлири билән натсистларниң “йоқитиш лагерлири” ни пәрқләндүрсиму, лекин у “әң ахирқи һәл қилиш чариси” ниң дуня нәччә йилғичә һечқандақ инкас билдүрмигәндин кейин йолға қоюлғанлиқини тәкитлигән. Хәвәрдә йәнә хитайниң лондондики әлчиханисиниң хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилғанлиқи вә тәқиб қиливатқанлиқини рәт қилип, “буларниң һәммиси пүтүнләй асассиз вә пакитларға уйғун әмәс” дегәнлики тәкитләнгән.