Әнгилийә йәһуди җамаити рәһбәрлири әнгилийә парламент әзалири билән уйғур мәсилиси һәққидә җиддий көрүшкән
Әнгилийә йәһуди җамаити рәһбәрлири 14-январ әнгилийә парламент әзалири билән җиддий көрүшүп, уйғурларниң вәзийитини тонуштурған вә сода қануниң ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики маддисини қоллишини тәләп қилған.
-
Мухбиримиз әркин
2021-01-15 -
-
-
Әнгилийә йәһуди җамаити рәһбәрлири 14-январ әнгилийә парламент әзалири билән җиддий көрүшүп, уйғурларниң вәзийитини тонуштурған вә сода қануниң ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики маддисини қоллишини тәләп қилған. Әнгилийә парламентиниң авам палатаси келәр һәптә әнгилийә сода қануниға әнгилийә алий соти ирқий қирғинчлиқ садир қилди, дәп қариған дөләтләр билән сода қилишни тохтитиш тоғрисидики қанун маддисини киргүзүш-киргүзмәсликни қарар қилиду. Бу маддида шәхс яки тәшкилатларниң әнгилийә алий сотиға ирқий қирғинчилиқ тоғрисида әрз қилишиға йол қоюлған.
Көзәткүчиләр, бу мадда уйғурларниң әнгилийә алий сотиға хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватқанлиқи һәққидә әрз қилиши үчүн йол ечип беридиғанлиқини билдүргән. Лекин әнгилийә һөкүмити униң хитай билән болған “сода мунасивитигә бузғунчилиқ қилиши” дин әнсирәп, қарши қарши турған иди. “алгемейнер журнили” гезитиниң хәвәр қилишичә, “әнгилийә йәһуди вәкилләр кеңиши” ниң президенти марей фон дер зайил 12-январ “әнгилийә һөкүмитиниң бу қанун лайиһәсини қоллаватқан консерватип парламент әзалириға қулақ селиши” ни тәләп қилған.
У өзлириниң бу вәһшиликни “бурун көргәнлики”, “униң нәгә елип бардиғанлиқини ениқ билидиғанлиқи” ни тәкитләп: “һазир һәрикәт қилсиму кәчикмәйду. Биз бирликтә хитай һөкүмитигә әгәр улар бу йолни давамлаштурса, буниң хәлқара ақивити барлиқини күчлүк һес қилдуралаймиз,” дегән. Йәһуди җамаити рәһбәрлириниң парламенттики учришишиға дуня уйғур қурултийиниң әнгилийәдики вәкили рәһимә маһмутму қатнашқан болуп, у уйғурларниң вәзийити һәққидә доклат бәргән.