Әнглийәдики йәһудий җамаитиниң 27-январ “чоң қирғинчилиқ” хатирә күни уйғурларға мәркәзлишидикән

Мухбиримиз әркин
2021.01.25

Әнглийәдики йәһудий җамаити рәһбәрлириниң 27-январ йәһудий “чоң қирғинчилиқи” хатирә күни уйғур мәсилисигә мәркәзлишидиғанлиқи, уйғурлар учраватқан зулумни тәнқидләйдиғанлиқи билдүрүлди. Дуняниң һәр қайси җайлиридики йәһудийлар 27-январ паалийәт өткүзүп, натсистларниң 2-дуня урушида йәһудийларға елип барған чоң қирғинчилиқини хатириләйду. Әнглийәдики “муһапизәтчи” гезитиниң хәвәр қилишичә, әнглийәдики йәһудий җамаитиниң рәһбәрлири бу йилқи “чоң қирғинчилиқ” хатирә күниниң уйғурлар учуватқан зулумға мәркәзлишидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә, йәһудий җамаити рәһбәрлириниң “йәһудийлар, уйғурлар учраватқан зулумға қарши сөзләшкә һәқлиқ вә уларниң әхлақий мәҗбурийити бар” дәп көрсәткәнлики билдүрүлгән. “муһапизәтчи” гезитиниң тәкитлишичә, “рене кассин” намлиқ йәһудий кишилик һоқуқ тәшкилатиниң иҗраийә директори мия хасенсон грос, “чоң қирғинчилиқ” хатирә күни диққәтни зулумға учраватқан башқа хәлқләргә мәркәзләштүрүшниң йәһудийлар үчүн “муһимлиқи” ни билдүргән.

Әнглийәдики йәһудий дини консерватиплар еқими(Masorti Judaism)ниң юқири дәриҗилик диний өлимаси җонатан виттенберг мундақ дегән: “биз өз хәлқимизниң җисми арқилиқ зиянкәшликниң немә икәнликини өгәндуқ. Башқа хәлқләргә қарита уларниң кимлики сәвәблик җинайәт садир қилинса, униңға сүкүт қилишни әхлақий җәһәттин чүшәндүргили болмайду”.

Униң тәкитлишичә, әнглийәдики йәһудий җамаити уйғурларни қоғдаш үчүн һәрикәт қилиш тоғрисидики чақириқларни қоллайдикән. Әнглийәдики йәһудий җамаити уйғурлар мәсилисидә наһайити актип болуп, улар хитайға күчлүк тәдбир қоллинишни тәләп қилип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.