Көкдалада йеңи вирус юқумдари байқалди

Мухбиримиз әзиз
2021.10.06

Уйғур диярида йеңиваштин вәһимә пәйда қиливатқан таҗсиман вируси йеқиндин буян изчил көпийиш һалитидә туруп келиватқан болуп, йеқиндин буян йеңи бимарларниң көпийиватқанлиқи әндишә қозғимақта.

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 6-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, көкдала шәһирини мәркәз қилған биңтуән 4-девизийәсидә йәнә йеңидин икки юқумдар байқалған. Булар бирдәк аламәтсиз юқумдарлар болуп, қорғасқа йеқин җайдики 62-полк (туән) та олтурушлуқ кишиләр икән. Қорғастики қамал қилиш чариси иҗра қилинғандин кейин, көкдала шәһириму буниңға мас һалда қамал тәдбирини елан қилған. Шуниңдәк вирус юқумини тәкшүртүшни башлиған.

Һалбуки, хитай һөкүмитиниң һазирғичә вирус юқумдарлири мәсилисидә ялған сөзләп келиватқанлиқи көп қетим мәлум болғанлиқи үчүн, нөвәттики вирусниң һәқиқий әһвали тоғрисида көплигән гуманлар вә тәхминләр оттуриға чиқмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.