Уйғур районидики 1 милйон 800 миңдин көп деһқанға йәр кинишкиси тарқитип берилгән
Хитайчә "шинҗаң гезити" ториниң 16-декабир тарқатқан хәвиригә қариғанда, уйғур районидики 1 милйон 800 миңдин көп деһқан нөвәттә йәр кинишкиси, йәни йәрләрни һөддигә елиш иҗазәтнамисиға еришкән болуп, терилғу йәрләрни тизимлап кинишка тарқитиш нисбити 94. 7 Пирсәнткә йәткән.
Хәвәрдики мәлуматта, хитай һөкүмитиниң 2013-йилдин башлап һөддигәрлик йәрләрни тизимлап кинишка тарқитиш хизмитини синақ тәриқисидә башлиғанлиқи, 35 милйон 620 мо терилғу йәргә кинишка беҗиргәнлики, 2015-йилдин башлап бу хизмәтни күчәйткәнлики вә нөвәттә 1 милйон 800 миңдин артуқ деһқанға йәр кинишкиси бериш вәзиписиниң тамамланғанлиқи билдүрүлгән.
Хәвәрдә бир қанчә уйғур деһқанниң йәр кенишкисиға еришкәндин кейинки хушаллиқи алаһидә қистурулған болуп, уларниң билдүрүшичә, улар йәрлиридин халиғанчә пайдилиналайдикән, халиса ширкәт-карханиларға өтүнүп берәләйдикән. Көзәтчиләрниң қаришичә, бу хәвәрдә ейтилған 1 милйон 800 миң деһқанниң хели зор бир қисми хитай көчмәнлири болуши мумкин икән, чүнки уйғур деһқанлириниң тәң йерими дегүдәк лагер яки түрмиләргә қамилип, бағ-варан, етизлири ташлинип қалғандин кейин, хитай һөкүмитиниң уларни тизимлап хитай көчмәнлиригә бәргәнлики ениқ. Йәнә келип, йәр кенишкисиға еришкән уйғур деһқанлириму у йәргә мустәқил игидарчилиқ қилалмайду.