Хитай уйғур елидә йәрлик билән биңтуәнниң тәрәққиятини бирләштүрүш пиланини оттуриға қойған
2021.04.05
Уйғур аптоном районлуқ партком 4-апрел даимий комитетиниң кеңәйтилгән йиғинини чақирип, йәрлик билән биңтүәнниң тәрәққиятини бирләштүрүш пиланини музакирә қилған. Аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго риясәтчилик қилған йиғинда “йеңи дәврдики биңтүән билән йәрликниң юғурма тәрәққиятини алға силҗитиш тоғрисидики пикир” намлиқ һөҗҗәт қарап чиқилған. Лекин, хитай таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә бу һөҗҗәтни мәзмуни тоғрилиқ һечқандақ учур берилмигән.
Аталмиш юғурма тәрәққият пиланиниң хитай һөкүмити бир тәрәптин биңтүәнни җәнубтики вилайәтләргә кеңәйтиватқан, йәнә бир тәрәптин милйонлиған уйғурни лагерларға қамаш, мәҗбурий әмгәккә селиш, уйғур нопусини йоқитип, “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблиниватқан мәзгилдә оттуриға қоюлуши диққәт қозғиди. Хитайниң уйғур елидә чоң тутқуни башланған 2017-йилдин бери җәнубтики вилайәтләрниң нурғун йәрлик контроллуқ һоқуқлирини биңтүәнгә өткүзүп бәргәнлики мәлум.
“шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, бу нөвәтлик йиғинида йәнә муһит мәсилиси, компартийәниң “шинҗаңни идарә қилиш тәдбирлири” ни давамлиқ изчиллаш, юқум вәзийити, йеза игилик ишләпчириши, сода-санаәт, пәвқуладдә зор һадисиләрниң йүз беришиниң алдини елип, җиддий ишларға тақабил туруш, карханиларниң ғәм-әндишилирини түгитиш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинған. Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, нөвәттә ғәрбниң “шинҗаң пахтиси” ни чәклиши райондики хитай карханилириға өзиниң күчини көрсәтмәк икән.









