Дуня бойичә әң чоң йешил һедроген ишләпчиқириш базиси куча наһийәсидә қурулди
2021.11.30
Хитай һөкүмити башқуришидики “хәлқ тори” ниң 30-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, хитай нефт-химийә баш ширкити бейҗиң, үрүмчи вә куча қатарлиқ җайларда тәбрикләш мурасими өткүзүп, дуня бойичә әң чоң көләмлик қуяш енергийәсидин пайдилинип “йешил” (сап) һедроген ишләпчиқириш базисиниң куча наһийәсидә қурулуш башлиғанлиқини җакарлиған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу база ишқа кириштүрүлгәндин кейин “йешил” йиллиқ һидроген ишләпчиқириш миқдари 20 миң тоннидин ашидикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай нефит-химийә баш ширкитиниң директори ма йоңшең бу һәқтә сөз қилип: “бу түр арқилиқ шинҗаңниң тәбиий байлиқ әвзәлликини техиму җари қилдурғили, шу арқилиқ шинҗаңниң иқтисадини тәрәққи қилдуруп, дөлиитмизниң енергийә мәнбәсигә кепиллик қилғили болиду,” дегән.
Һалбуки, өткән нәччә он йил мабәйнидә хитайниң әң чоң енергийә базиси болған уйғур дияридики нефит, тәбий газ, көмүр қатарлиқ енергийә байлиқлири ғайәт зор миқдарда хитай өлкилиригә тошулуп турған болсиму, уйғур дияридики миңлиған намрат уйғур деһқанлири қишлиқ иссиниш үчүн керәклик болған көмүр елишқиму қурби йәтмәс һалға чүшүп қалған иди. Бу җайларда тәкшүрүштә болған франсийәлик фотограф патрик вак бу һәқтә тохтилип: “бу җайда нефитлик қатарлиқ җайларда пүтүнләй хитайлар ишләйду. Кевәзликтә пахта теридиғанлар пүтүнләй уйғурлар икән” дегән иди.
Нөвәттә мәзкур һидроген базисиниңму хитай өлкилиридики енергийә еһтияҗини қамдашни мәқсәд қилидиғанлиқи, буниңму йәрлик уйғурларға қилчилик мәнпәәт йәткүзмәйдиғанлиқи тәхмин қилинмақта икән.