Бортала областидики алатав еғизида 3 нәпәр вирус юқумдари байқалған

Ихтиярий мухбиримиз җәвлан
2021.08.16

Хитайчә “тәңритағ тори” да берилгән бир хәвәрдин қариғанда, 15-авғуст күни уйғур аптоном райони бортала области корона вирусиниң алдини елиш орни 3 нәпәр вирус юқумдариниң байқалғанлиқини елан қилған. Тәкшүрүштә бу үч кишиниң кесәллик аламити көрүлмәйдиған типтики юқумдар икәнлики ениқланған болуп, айрим кесәлханида мәхсус көзитилмәктә икән.

Бу үч юқумдар байқалғандин кейин, йәрлик һөкүмәт җиддийлишип, пүтүн күчләрни сәпәрвәр қилип, пүтүн областтики 500 миңға йеқин кишини, җүмлидин алатав еғизидики 15 миңдәк аһалини тәкшүрүгән вә улардин 186 кишини гуманлиқ дәп қарап қайта тәкшүрмәкчи болған.

Корона вирусиниң ичкири хитайниң бәзи өлкилиридиму қайта пәйда болғанлиқи һәққидә мәлуматлар бар. Әмма хитай һөкүмити бундақ учурларни қаттиқ қамал қилғанлиқи үчүн һәқиқий әһвал ашкариланмай кәлмәктә. Мәлум болушичә, хитайдин тарқалған бу вирус һазирғичә дуня бойичә 4 милйон адәмниң җениға замин болған, дуня иқтисадини зор көләмдә бузғунчилиққа учратқан. Хитай һөкүмити йәнә дуня сәһийә тәшкилатиниң корона вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүш ишиға маслашмай келиватқан болуп, франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити 8-айниң 13-күни мәзкур тәшкилатниң илтимасини “илмийлики йоқ сиясий тәләп” йәнә рәт қилған.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.