Йеңи зеландийә хәвпсизлик вә истихбарат идариси хитайниң мурәккәп җасуслуқ һәрикәтлирини әйиблигән
2024.09.05
Йеңи зеландийә хәвпсизлик вә истихбарат идариси (NZSIS) йиллиқ доклатида хитайниң “мурәккәп җасуслуқ” қилмишлири һәққидики әндишисини алаһидә тилға алған.
“америка авази” радийосиниң хәвәр қилишичә, йеңи зеландийә хәвпсизлик вә истихбарат идариси 3-сентәбир күни җасуслуқ тәһдити һәққидики йиллиқ доклатини елан қилип, “хитайниң интайин мурәккәп, алдамчилиқ тактикиси” һәққидики әндишилирини оттуриға қойған. Болупму улар хитайниң бу арқилиқ йеңи зеландийәниң ички ишлириға қол тиқиватқанлиқини нуқтилиқ гәвдиләндүргән.
Улар доклатида, бейҗиңниң йеңи зеландийәдә бир қисим тәшкилатлар арқилиқ йәрлик гуруппиларға сиңип кирип, җамаәт пикрини хитай компартийәсигә майил тәрәпкә өзгәртиватқанлиқини билдүргән. Буниңдики бир көрүнәрлик бир мисал йеңи зеландийәдики хитайчә ахбарат органлири икән.
Доклатта мунулар дейилгән: “бу хил органлар қаримаққа хусусий, пуқрави орунлардәк қилсиму, әмәлийәттә уларниң һәқиқий тәвәлики, йөнилиши вә мәбләғ мәнбәси йошурун” .
“америка авази” ниң дейишичә, мәзкур доклатта хитайниң исминиң очуқ-ашкара тилға елинип тәнқид қилиниши, йеңи зеландийәниң ташқи сияситидики бурулушни әкс әттүридикән. Йеқинда сайлинип чиққан мөтидил оң қанат һөкүмәт йеңи зеландийәниң ғәрбтики әнәниви иттипақдашлири билән болған алақисини қайтидин күчәйтидиғанлиқини билдүргән икән.
Америка һөкүмитиму йеқиндин буян хитайниң америкадики җасуслуқ паалийәтлири вә сиңип кириш һәрикәтлиригә зәрбә беришни күчәйтмәктә. Болупму 3-сентәбир күни ню-йорк иштатиниң сабиқ башлиқи андири кумо (Andrew Cuomo) вә нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муһим вәзипиләрни өтигән линда сун исимлик хитай аялниң җасус гумандари болуп тутулуши, хитай һөкүмитиниң сиңип кириш һәрикитиниң ярқин мисали болуп қалған иди.
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “хитай ишлири пәвқуладдә комитети” ниң рәиси җон муллинир бу һәқтә “дөләт хәвәрлири” телевизийәсигә қилған сөзидә, “хитайниң юқири дәриҗилик иштат вә дөләт органлириға сиңип кириши кишини чөчүтиду. Биз хитай һөкүмитиниң дөлитимиз ичидики җасуслуқ паалийәтлиригә қаттиқ диққәт қилишимиз керәк” дәп әскәрткән.