“зимистан” тори: “лагердики мусулман тутқунлар һәқсиз мәҗбурий әмгәккә селинмақта”

Мухбиримиз әркин
2019.01.09

Италийәдики “зимистан” намлиқ кишилик һоқуқ вә диний әркинлик тори 9‏-январ доклат елан қилип, улар еришкән һәр хил дәлилләр хитайниң “қайта тәрбийәләш” лагерлиридики мусулман тутқунларни һәқсиз мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини ашкарилап бериватқанлиқини билдүрди.

Доклатта қәйт қилишичә, хитайниң “әмгәк билән тәрбийәләш” түзүми буниңдин 5 йил бурун бикар қилинған болсиму, лекин уйғур райони бу түзүмни әслигә кәлтүрүп, униңдин зор пайдиға еришмәктә икән. “зимистан” ториниң мухбирлири аилә әзалири тутқун қилинип лагерға қамалған вә һазир завут-карханиларда мәҗбурий әмгәккә селиниватқан бәзи уйғур аилилирини зиярәт қилған.

“зимистан” ториниң мәзкур доклати хитай һөкүмити өткән һәптә бир қисим чәтәллик мухбирларни тәшкилләп, қәшқәр, хотән шәһири вә қарақаш наһийәсидики 3 “кәспий техника тәрбийәләш мәркизи” ни зиярәт қилдуруп, бу кишиләрниң “радикаллиққа қарши тәлим еливатқанлиқи” вә “кәспий маһарәт өгиниватқанлиқи” ни илгири сүргән мәзгилдә елан қилинди. Буниң алдида америкиниң “ню-йорк вақти гезити” әнглийәниң “малийә вақти гезити” қатарлиқ нопузлуқ таратқулири хотәндә тутқунлар мәҗбурий әмгәккә селиниватқан бир хитай кийим-кечәк карханисини паш қилған иди. “тәйда” намлиқ бу карханидин тәнтәрбийә кийимлирини импорт қилған бир америка ширкити қаттиқ тәнқидкә учрап, нурғун университетлар бу ширкәтниң тәнтәрбийә кийимлирини сетишни байқут қилған иди.

“зимистан” ториниң доклатида баян қилинишичә, мәликә исимлик бир чөчәклик аял йолдишиниң тутқун қилинип, 6 ай лагерға қамалғанлиқи, андин 5 йиллиқ қамақ җазаси берилип, лагерда навайлиққа селиниватқанлиқи, қалған тутқунларниң пайпақ завутида һәқсиз ишқа селиниватқанлиқини билдүргән. У “зимистан” ториға бәргән учурида лагерниң шараитиниң интайин начарлиқи, 46 квадрат метирлиқ бир камирида 17-18 адәм ятидиғанлиқини, йолдишиниң һәқсиз ишлигәндин сирт һөкүмәтниң сиясити вә қаидә-түзүмлирини өгиниши тәләп қилинидиғанлиқини илгири сүргән. Униң билдүрүшичә, даириләр тутқунларниң аилә тавабиатлирини агаһландуруп, “әгәр улар һөкүмәтниң хизмитини қоллимиса вә һөкүмәткә пайдисиз гәпләрни қилса, уларниң (лагердики) аилә әзалириниң өгиниш вақтиниң узартилидиғанлиқи” ни тәкитлигән. “зимистан” ториниң доклатида көрситилишичә, “тутқунларни узун мәзгил һәқсиз әмгәккә селиштәк бу хил система уйғур райониниң һәммә җайлириға кеңәймәктә,” икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.