“зимистан” тори ичкиригә йөткәлгән уйғур тутқунлар һәққидә техиму көп мәлуматларни ашкарилиди
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики лагерлар мәсилисини хәлқарадин йошуруш үчүн уйғур тутқунларни зор санда ичкиригә йөткигәнлики һәққидә охшаш болмиған учурлар вә хәвәрләр мәлум болған иди.
-
Мухбиримиз әзиз
2019-02-04 -
-
-
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики лагерлар мәсилисини хәлқарадин йошуруш үчүн уйғур тутқунларни зор санда ичкиригә йөткигәнлики һәққидә охшаш болмиған учурлар вә хәвәрләр мәлум болған иди. Йеқинда ичкиригә йөткәлгән уйғур тутқунларниң һазирқи әһвали һәққидә бир қисим йеңи мәлуматлар оттуриға чиқти.
“зимистан” ториниң 3-январдики хәвиридә ейтилишичә, нөвәттә шәнши өлкисиниң тоңчуән шәһиридики сүйҗяго түрмисигә үч миң уйғур тутқун йөткәлгән. Алақидар хадимларниң билдүрүшичә, бу тутқунлар аввал пүтүнләй йепиқ һалдики пойиз билән билән аввал шиән шәһиригә, андин һәрбий йүк машинисида сүйҗяго түрмисигә тошулған. Хәвәр билән тәминлигүчи бу һәқтә сөз қилип “булар пүтүнләй кечиси йөткәлди. Түрмидикиләргә бу мәһбусларға мунасивәтлик һәрқандақ учурниң ‛дөләт мәхпийити‚ икәнлики уқтурулди,” дегән.
Йәнә бир түркүм уйғур тутқунлар 2018-йили 22-авғусттин 24-авғустқичә гәнсуниң җючуән шәһиригә йөткәлгән. Йәрлик аһалиниң билдүрүшичә, шу вақитларда пойиз истансисидин җючуән шәһиридә йеңидин селинған бир түрмигичә болған пүтүн йоллар қамал қилинған, пойиз истансиси әтрапидики дукандарларниң бу вақитта дукан ечиши, һәтта өйлиридин сиртқа қаришиму мәни қилинған. Йәрлик бир киши бу һәқтә мәлумат берип, “аз дегәндиму 30-40 аптобуста уйғур мәһбусларни тошуди. Аптобусларниң һәммиси пәрдиси чүшүрүлгән һаләттә болуп, удул вогзалдинла уларни тошуп кәтти” дегән.
Йеңи түрмигә йөткәлгән уйғур мәһбуслар һәққидә мәлумат бәргүчи бу тутқунларниң қаттиқ назарәт қилинидиғанлиқини, улар һаҗәт қилидиған җайғиму көзитиш камераси орнитилғанлиқини, тутқунларға күнигә бир вақла тамақ берилидиғанлиқини ейтип “улар һечқачан өзлири қамалған камерлардин сиртқа чиқирилмайду. Улар мушу камердин чиқмайла түгишип кетиду” дәйду.