“зимистан” тори уйғур елидики бихәтәрлик тәдбирлири һәққидә бәзи учурларни ашкарилиди

“зимистан” тори уйғур елиниң мәлум бир шәһиридин тартилған сүрәтләр асасида уйғурлар учраватқан кәмситишни вә райондики чекидин ашқан бихәтәрлик тәдбирлирини паш қилди.

“зимистан” тори уйғур елиниң мәлум бир шәһиридин тартилған сүрәтләр асасида уйғурлар учраватқан кәмситишни вә райондики чекидин ашқан бихәтәрлик тәдбирлирини паш қилди.

“зимистан” ториниң 5-феврал күни тарқатқан хәвиридин қариғанда уйғурларниң һәммиси даириләр тәрипидин худди “террорчи” лардәк муамилигә учримақтикән. Хитай һөкүмити һәр қәдәмдә уйғурларниң сәмигә уларни бир “тәһдит”, дәп қарайдиғанлиқини селип туридикән.

Хәвәрдики сүрәттә көрситилишичә, йәрлик даириләр һазир җайлардики оттура вә чоң көләмлик талла базарлириниң пул төләйдиған орунлириниң әтрапини пүтүнләй төмүр решатка билән ориветишни буйруқ қилған болуп, бу уларниң аталмиш “террорлуқтин” сақлиниш тәдбирлириниң бири икән.

Буниңдин сирт йәнә, талла базарлар һәммиси чоқум дукинида калтәк-тоқмақ, қалқан, пичақтин қоғдайдиған кийим дегәндәк “террорлуқтин сақлиниш әслиһәлири” ни сақлиши вә шундақла җиддий әһвалларда бирла кунупкини басса сигнал беридиған телефон орнитиши керәк икән.

Бир дукан хоҗайини мухбирға бу телефонларни ишлитиш пурсити болуп бақмиғачқа топа бесип кәткәнликини, бу телефонни орнитишниң мәҗбурий икәнликини, дукинида юқиридики әсваблар болмиғанларниң дукини тақилип, дукан игилириниң “тәрбийә” гә әвәтилидиғанлиқини ейтқан.

Мәлум болушичә, хитай даирилири йәнә, җайларда өй иҗаригә елип олтуридиған уйғурлардин бәк қаттиқ еһтият қилидикән. Шуңа һәрқандақ иҗаригә берилидиған өйгә назарәт камераси орнитиш шәрт икән. “зимистан” ториниң хәвиридә уйғур елидики наһайити аддий иҗарә өйләрниң өзигә қилчиму маслашмайдиған есил “төмүр бихәтәрлик ишиклири” орнатқанлиқи, даириләрниң аһалиләрни иҗарә өйләргә бундақ ишикләрни орнитишқа мәҗбурлайдиғанлиқи вә орнатмиғанларниң охшашла “тәрбийә” гә әвәтилидиғанлиқи тилға елинған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org