“зимистан” тори уйғур елидики уйғурларниң ечинишлиқ вәзийитигә аит бир қисим тәпсилатларни ашкарилиди

Мухбиримиз ирадә
2019.04.02

Уйғур елидики лагерлар вә райондики вәзийәт һәққидә муһим учурларни тарқитип келиватқан “зимистан” тори 2-апрел күнидики бир хәвиридә уйғур елиниң һазир үсти очуқ түрмигә охшап қалғанлиқини билдүргән.

“зимистан” тори мухбирлириниң уйғур елидики бир қисим хитай вә уйғур аһалиләрдин игилигән әһваллириға қариғанда, нөвәттә райондики уйғурлар вә туңганлар охшашла ислам диниға мунасивәтлик һәрқандақ бир нәрсигә четилип қелиштин қаттиқ еһтият қилидиған болуп қалған. Мәлум бир хитай дукандар мухбирға өзиниң туңган достлириниң “һалал” йемәклик йейиштинму қорқуп “һазир биз һәммә нәрсини йәймиз. Һалал йемәклик йегәнликимизни һөкүмәт билип қалса өгинишкә елип кетиду” дегәнликини ейтип бәргән. У йәнә бир уйғур ана вә униң қизиниң дукандики йопкиниң етигидики нәқиш исламчә көрүнгәнлики үчүн қорқуп йопкини алмиғанлиқини ейтип бәргән. 

Хәвәрдин қариғанда йәнә даириләр һазир уйғурларниң өйлиригә супа қилип, гиләм селип олтуридиған адитиниму йоқ қилиш үчүн уйғурларни өйлиригә сафа елишқа мәҗбурлимақтикән. Бир мәктәп мудири мухбирға өзиниң башламчи болуп сафа алмақчи болғанлиқини, даириләрниң униң өйини тәкшүрүшкә келидиғанлиқини ейтип бәргән. 

“зимистан” ториниң шу йәрдики хитай аһалиләрдин игилигән мәлуматлириға қариғанда, уйғурлар һазир бири билән урушуп қелиш, қизил чирақтин өтүп кетишкә охшаш тутами йоқ сәвәбләр билән лагерға елип кетилгәнликтин, улар һазир бирәр ишни хата қилип қоюп лагерға кирип кетиштин әнсирәпла йүридиған болуп қалған. Улар һазир йолда маңсиму бирәр хитай билән көзи учришип қалмаслиқи үчүн йәргә қарап маңидиған, әгәр бирәр хитай билән доқурушуп қалса һодуқуп қаттиқ кәчүрүм сорап кетидиған болуп қалған. Шу йәрдики лагерлардин биридә хизмәт қилидиған бири болса “зимистан” тори мухбириға һөкүмәтниң лагерға қамап қоюлған уйғурларни қоюветиш нийити йоқлуқини, чүнки уларниң мәқситиниң уйғурларни пүтүнләй хитайлаштуруш икәнликини ейтип бәргән. 

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр болса райондики вәзийәтниң интайин ечинишлиқ икәнликини әскәртип, бундақ бир җинайәткә дуняниң қарап турмаслиқи керәкликини билдүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.