“уйғурлар йиғилиши” тәшкилати президентни уйғурларниң авазиға қулақ селишқа чақирди

Мухбиримиз нуриман
2020.07.03
washington-namayish-5-iyul-2020.jpg Американиң йетип келиш алдида турған 4-июл дөләт байримини тәбрикләш вә 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 11 йиллиқ мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2020-Йили 3-июл, вашингтон.
Photo: RFA

Американиң йетип келиш алдида турған 4-июл дөләт байримини тәбрикләш вә 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 11 йиллиқ мунасивити билән 3-июл күни ақсарайниң ян тәрипидики пенисливанийә кочисида “уйғур һәрикити” тәшкилати, уйғур америка бирләшмиси вә ню-йорктиики “уйғурлар йиғилиши” (Uyghur Rally) тәшкилати бирликтә намайиш өткүзди.

Бу қетимқи намайишниң тәшкиллигүчиси вә “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң қурғучиси рошән аббас ханим бу намайишниң мәқсити һәққидә мундақ деди: “американиң мустәқиллиқ күни һарписида биз уйғурларниң авазини йәткүзүш үчүн бу йәргә йиғилдуқ”.

Бу намайишқа ню-йорктин кәлгән “уйғурлар йиғилиши” тәшкилатиниң қурғучиси йосиф намайишниң мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу намайишимизниң мәқсити президентқа учуримизни йәткүзүш. Йәни президентни уйғурларни йиғивелиш лагерлириға соливелишини әйибләшкә чақириш. Иккинчидин, йәршари мәгинитиский қануни арқилиқ йиғивелиш лагерилириға четишлиқ хитай әмәлдарлирини җазалишини тәләп қилиш. Йеқинда ‛уйғур кишилик һоқуқи 2019‚ рәсмий қанунға айланди, биз президентни бу қанунни рәсмий иҗра қилишқа чақиримиз”.

Бу қетимқи намайишқа америка дөләтлик мәсчитниң имами талип шәриф қатнашқан болуп, у уйғур мәсилисиниң дин, милләт, ирқ айримастин пүтүн инсанийәт бирликтә һәрикәтлинишкә тегишлик мәсилигә айланғанлиқини билдүрүп мундақ деди; “биз қилишқа тегишлик ишимизни қилдуқ. Чүнки дуняниң бир йеридә адаләтсизлик болса, пүтүн дуняда адаләтсизлик бар дегәнлик болиду. Биз һәммимиз адәм әләйһиссаламдин кәлгән. Һечқандақ бир динға етиқад қилмисиму биз инсанлар бир-биримизгә бағлинип яшаймиз. Һечким ялғуз яшиялмайду. яратқучи һәммимизни охшаш яратқан. Уйғурларни хитай яратмиған. яратқучи һәммимизни охшаш яратқан, шуңа қайси дөләттә яшишимиздин қәтийнәзәр инсаний қәдир қиммити билән яшашқа һәққимиз бар. яратқучи бәргән һоқуқни һечким тартивалалмайду. Биз мустәқиллиқ күни һарписида бу йәрдә уйғурларниң һәққи үчүн гәп қиливатимиз. Хитайға иқтисадий ембарго йүргүзүватиду, америкаму қурбан бериватиду. Қурбан бериш асан әмәс, лекин инсаний қәдир-қиммәт билән яшаш үчүн қурбан беришкә әрзийду”.

Мәзкур йиғилишқа қатнишиш үчүн һәтта ню-йоркта, һавайидин кәлгәнләр бар болуп, улар американиң мустәқиллиқ күнидә уйғуларниң мустәқиллиқи үчүн бир кишилик аваз қошуш үчүн бу намайишқа қатнашқанлиқини ейитишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.