Қирғизистан уйғурлири қурбан һейт өткүзди
Ихтиярий мухбиримиз турсун ислам
2013.10.16
2013.10.16

Facebooktin elinghan
Бу йилқи қурбан һейт қирғизистан җумһурийитидә техиму дағдуғилиқ өткүзүлди. Бишкәктики мәркизий мәйданда 60 миң адәмниң намаз оқуғанлиқи қәйт қилинмақта.
Қирғизистан уйғурлириму қурбан һейтни көңүллүк күтүвалған болуп, уйғурлар өзлириниң миллий өрп-адәтлири вә әнәнилирини яхши сақлимақта. Уйғурлар бу қетимқи һейт намизини төкүлташ мәһәллисидики мәсчиттә оқуди.
Қирғизистанда 50 миңдин артуқ уйғур яшайдиғанлиқи, уларниң мутләқ көпчиликиниң бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йеза-қишлақларда һәмдә қарақол, қарабалта вә ош шәһәрлири шуниңдәк ош вилайитиниң қарасу наһийисидә яшайдиғанлиқи мәлум.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.