Шветсийәдә өткүзүлгән диний паалийәттә уйғур мәсилиси музакирә қилинди
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2013.04.11
2013.04.11
Түркийәдики нопузлуқ диний тәшкилатларниң бири болған миллий гөрүш тәшкилатиниң шветсийә шөбиси уюштурған паалийәттә уйғурлар мәсилиси музакирә қилинди.
Йеқинда стокһолмниң вәллиңбү районида өткүзүлгән бу паалийәткә миңларчә адәм қатнашқан болуп, уйғурлардин 50 нәччә киши иштирак қилған. Йиғин давамида түркийә,мисир, австралийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән диний алимлар сөз қилған.
Биз бу паалийәт һәққидә учур игиләш үчүн шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат әпәндини зиярәт қилдуқ.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиләр.