Хотән шәһәрлик партком давалаш аппаратлиридин инсанпәрвәрликни қайрип қоюшни тәләп қилди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.01.14
chen-yuenxua-xoten-din-hijab-romal-yaghliq.jpg Хотән шәһәрлик партком секретари чен юәнхуа “мубада, дохтурханида бирәр йүзини япқан аял байқилип қалса, дохтурханиниң давалаш иҗазәтнамисини бикар қилип дохтурханини печәтләймиз...” дәп тәһдит салған. 2014-Йили 12-январ, хотән.
hts.gov.cn

Уйғур биз тори, үндидар қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридә тарқалған учурлардин мәлум болушичә, ‏‏‏2014-йили 1-айниң 12-күни (йәкшәнбә әтигән) хотән шәһәрлик һөкүмәтниң йеңидин тәйинләнгән партком секретари, хотән шәһәр ичидики барлиқ давалаш аппаратлириниң қануни вәкили вә мәсуллирини җиддий чақиртип, җилбаб кийгән, һиҗапланған уйғур мусулман қиз-аяллирини давалимаслиқ тоғрилиқ буйруқ бери “мубада, дохтурханида бирәр йүзини япқан аял байқилип қалса, дохтурханиниң давалаш иҗазәтнамисини бикар қилип дохтурханини печәтләймиз...” дәп тәһдит салған. У хотән шәһиридә хизмәт башлиғандин буян һәр саһәләргә мушу мәзмунда айрим йиғин чақирип орунлаштуруш елип бериватқан болуп, хотәндә әзәлдин уйғурларниң диний етиқадиға қоюлуватқан қаттиқ чәклимиләрниң техиму чәктин ешиши, уйғурларниң наразилиқиниң йәниму күчәйтип, вәзийәтниң йәниму җиддий түскә киришигә сәвәб болмақта икән.

Йиғинға қатнашқан, әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң тарқатқан учуриға қариғанда, бу йиғиндики асаслиқ муһим нуқтилар төвәндикичә: биринчидин, шуҗи шәһәргә киргәндин кийин һиҗапланған уйғур аяллириниң көплүкини көрүп өзини әрәб дөләтлиригә берип қалғандәк һес қилғанлиқини сөзләп өтүш билән биргә, йеқинда хотән шәһиригә чарлаш аптомобилидин 10 ни әкәлгәнликини, булар мәхсус җилбаб кийим кийгән мусулман қиз-аялларни халиғанчә тутуп апирип дөләт аманлиқини қоғдаш идарисигә тапшуруп беридиғанлиқини әскәрткән һәмдә уларниң теги-тәктини сүрүштә қилип, бундақ кийимни кийишкә зади кимниң тәсир көрсәткәнликини ениқлап чиқидиғанлиқини ейтқан. У йәнә йил ахирғичә, хотән шәһәр ичидә йүзини йөгәйдиған бирму адәм қоймаймән дәп сөзлигән.

Партком секретари чен юәнхуа йиғинда барлиқ давалаш аппаратлири муқимлиқни күчәйтип аманлиқ қоғдаш хадимлиридин аз дегәндә 10 нәпәр тәйярлаш, җилбаб кийгән, ропаш болған ханим-қизларни давалашни рәт қилиш тоғрилиқ сөзлигәндин башқа. Мубада дохтурхана тәвәликидә бир ропаш байқилип қалса, дохтурханиниң давалаш иҗазәтнамисини бикар қилип, дохтурханини печәтләйдиғанлиқини, мушу һәқтә мәхсус қизил тамғилиқ һөҗҗәтниң барлиқини ейтқан вә йәнә һөкүмәт қармиқидики вә хусусий игиликтики давалаш орунлирида хизмәт қиливатқан уйғур қериндашларниң, бурут, сақал қоймаслиқи, қиз-аялларниң яғлиқ чәкмәслики, йопка киймәслики, намаз оқумаслиқи вә дохтурханида намаз оқуш сорунлирини һазирлимаслиқи қатарлиқ чәктин ашқан тәләпләрни оттуриға қойған.

Йеғин ахирида, бу партком секретари йәнә мусулманларниң әнәниви икки һейт намизи оқушқа қатнашқан 68 нәпәр дөләт кадириға чарә көргәнлик доклатини оқуп өткән. Уларниң көп сандикилири нәвқиран вақитлирини һөкүмәткә хизмәт қилиш билән өткүзүп, дәм елишқа чиққан пешқәдәмләр икән. Ейтилишичә,буларниң һазир азғина пенсийә маашиму тохтитип қоюлған.

Биз мәзкур учурларға асасән, хотән дияридики давалаш аппаратлиридин әһвал игиләп көрдуқ, өзиниңму хотән шәһәрлик һөкүмәтниң 12-январ давалаш аппаратлири мәсуллириға чақирған йиғиниға қатнашқанлиқини билдүргән, исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур дохтур, таралған учурларниң тоғрилиқини билдүрүп дохтурларға йәнә ропаш аялларни давалимиғандин башқа йәнә, уларға тәрбийә ишләш һәтта уларни тизимлап мунасивәтлик орунларға мәлум қилиш, ропашларни түзәштә сақчиларға һәмкарлишиштәк вәзипә бәргәнликини әскәртти :

Хотән валий мәһкимә ториниң йеңи йил киргәндин буянқи тарқатқан хәвәрлиридин мәлум болушичә, хотән шәһиридики давалаш аппаратлириға ечилған йиғин башқа саһәләргиму айрим-айрим чақирилған болуп, йеңи йил һарписи йәни 2013-йили 31-декабир хотән шәһиридики барлиқ диний саһә кадирлири, вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийиләш йиғини чақирип, мәхсус диний кәйпиятни көрүнәрлик суслаштурушни йеңи йилдики хизмәтләрниң мәркәзлик нуқтиси қилишни буйруқ қилған.

Икки һәптә өткәндин кейин йәнә, партийә, һөкүмәт кадирлири вә диний саһә кишилиригә “хотән шәһириниң диний ишларни башқуруш хизмити йиғини” ни чақирип, өткән бир йил ичидә йүз бәргән қанунсиз диний паалийәт, үч хил күчләрниң елип барған бузғунчилиқ, террорлуқ һәрикәтлири һәққидә хуласиләп, қанунсиз диний паалийәтләрни техиму қаттиқ бастуруш, вәтәнпәрвәр диний затлар вәзиписини яхши тонуп, тәблиқлиридә етиқадчи аммиға вәтәнпәрвәрлик, милләтләр иттипақлиқини алаһидә тәшвиқ тәрбийә қилиш, диний кәйпиятниң юқирилап кетишиниң алдини елишта актип рол ойнаш керәкликини тәкитлигән.

Чен юәнхуа илгири партком секретари болған хотән лоп наһийисидин бир һиҗаблиқ аял телефон зияритимизни қобул қилип, бир-икки йилдин буян наһийидә, болупму йүзини япқан аяллар, сақал қойған әрләргә болған тәқибләшниң алаһидә күчәйгәнликини, уларни даириләрниң көргәнла йәрдә тутуп, җәриманә қоюп, йүзини мәҗбурий ечип, тәһдит селип йүргәчкә аялларниң талағиму чиқалмас болуп қалғанлиқини билдүрди.

Йеқинқи икки йил мабәйнидә “диний кәйпиятни суслаштуруш” хитайниң пүтүн уйғур ели миқясидики асаслиқ шоариға айланди, шундақла буниң билән диний вә миллий алаһидилики бойичә йүрүш-турушини сақлап келиватқан уйғурларниң, асаслиқ бастуруш нишани болуп қалғанлиқи мәлум, хотән болса диний җәһәттә бастуруш техиму еғир болуватқан нуқтилиқ җайларниң бири. Хотәндин игилигән учурлиримиздин хотән шәһиридә диний кәйпиятни техиму суслаштурушни нишан қилип вәзиписини башлиған партком йеңи секретари чен юәнхуаниң хотән шәһиригә йөткилиштин илгири лоп наһийисиниң партком секретарлиқ вәзиписини өтигән вә лопта вәзипә өтәш җәрянида охшашла, уйғурларни диний җәһәттин бастурушта алаһидә қаттиқ қол сиясәтләрни йүргүзүп кәлгәнлики вә дәл шу сәвәблик хотән шәһиригә өстүрүлгәнлики ашкариланди. Тәңритағ торида илгири йәни өткән йили 11-июнда чен юәнхуаниң лоп наһийисидә 2011-йилидин башлап 6000 нәпәр партийә ячейка әза һәм кадирлирини сәпәрвәр қилип өйму-өй кирип тәкшүрүш арқилиқ 4000 нәпәр йүзини япқан аялға тәрбийә ишләп уларниң йүзини ачқузғанлиқини, униң наһийидә елип барған бир қатар вәзийәтни түзәш тәдбирлири түрткисидә, наһийидики диний кәйпиятниң көрүнәрлик суслашқанлиқини тәшвиқ қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.