Әкбәр сабир: “ата-ана вә қериндашлиримниң һәқиқий әһвалини билгүм бар”
2020.04.28
Хитай һөкүмитиниң уйғур районидики бастуруш вә етник кәмситиш сиясәтлири түпәйли вәтән ичи-сиртидики уйғурларниң аилә әндишиси барғансери күчәймәктә. Бир нәччә йиллиқ зор көләмлик тутқун сәвәблик аилисидин айриветилгән, вәтинигә қайталмаслиққа мәҗбур болған муһаҗирәттики уйғурлар хитай һөкүмитиниң һәр түрлүк паракәндичиликигә учримақта. Бәзи уйғурлар болса нәччә он йилдин бери хитай һөкүмитиниң зиянкәшлики сәвәблик қорқуш вә қайғу ичидә яшимақта. Бу йил 46 яшқа киргән, төт балиниң дадиси әкбәр сабир 26 йилниң яқи ата-аниси вә қериндашлири билән бир қетимму йүз көрүшәлмигән.
Әкбәр сабир 1974 йили атушта туғулған. Әкбәр сабирниң ейтишичә, у 1993-йили атушта бир қисим яшлар билән бирликтә хитайниң миллий сияситидики адаләтсизликкә қарши чиқип, 34 сәпдиши билән бирликтә атуш, қәшқәр вә ақсу қатарлиқ шәһәрләрдә хитай һөкүмитиниң миллий сияситигә наразилиқ билдүргән тәшвиқат варақлирини тарқатқан. Әкбәр сабир у дәврдә хитайларниң маарип сәвийәсигә өлчәм қоюлмай яхши иш орунлириға орунлишиватқанлиқини, бирақ уйғурларниң алий мәктәпни пүттүргән болсиму тазилиқ ишчиси қатарлиқ ишлар билән шуғуллинишқа мәҗбурлиниватқанлиқини ейтти.
1994-Йилиниң ахирлириға кәлгәндә уйғур яшлириниң хитай һөкүмитиниң миллий сияситидики етник кәмситишкә қарши мәзкур тәшвиқат һәрикити хитай һөкүмити тәрипидин паш болуп қалған. Әкбәр сабирниң нурғун сәпдиши тутулуп кәткән. Әкбәр сабир вә 4 сәпдиши паспорти болғанлиқи сәвәблик оттура асияға қечип кәткән. Әкбәр сабирниң зияритимиз давамида ейтишичә, тутулған сәпдашлири хитай һөкүмитиниң зиянкәшлики сәвәблик бәзилири әқлий тәңпуңлуқини йоқатқан, бәзилири түрмиләрдә һаятидин айрилған.
Әкбәр сабир бу һәқтә тохтилип, мундақ дәйду: “бу кишиләр һәққидә очуқ-ашкара сөзләп уттурушни халимаймән. Чүнки қайсиси һаятта, қайсиси өлтүрүлди, билмәймән. Буларға зиян-зәхмәт йетип қилиштин әнсирәймән, азаб чекишини халимаймән.”
Әкбәр сабир 1994-йилидин буян атиси сабир өмәр, аниси таҗигүл абдуқадир вә төт оғул қериндиши һәм икки қиз қериндиши билән қайта көрүшүш пурситигә еришәлмигән. У 5 йилдин буян аилиси билән болған алақиси пүтүнләй үзүветилгән. Әкбәр сабир икки йерим йил бурун абдуқадир исимлик инисиниң тутулғанлиқ хәвирини алған.
Әкбәр сабир 1994-йили қирғизистанға йенип чиққан. Паспорт мәсилиси хитай һөкүмитиниң оттура асияда ешип бериватқан тәсири түпәйли бир мәзгил оттура асия дөләтлиридә қечип йүрүп ахири 2001-йили түркийәгә келип йәрләшкән. Түркийәдә бир мәзгил тиҗарәт қилған. Әкбәр сабирниң ейтишичә, мәмәтҗан исимлик хитай дөләт хәвпсизлики тармиқида хизмәт қилидиған бири 5-6 йилғичә әкбәр сабирға телефон қилип вәтәнгә қайтип келишкә, хитай һөкүмитигә ишләшкә, қалаймиқан ишларға арилашмаслиққа агаһландуруп турған.
Әкбәр сабир ата-анисиниң уларниң қопаллиқиға учримаслиқи, ата-анисиға паракәндичилик туғдуруп бәрмәслики үчүн уларниң тәклипини чирайлиқчә рәт қилған. Лекин бир қетим йерим кечидә хитай дөләт хәвпсизлики тармақлириниң паракәндичиликигә қайта учриған әкбәр сабир қаттиқ шәкилдә наразилиқини билдүргән. Шуниңдин кийин хитай дөләт хәвпсизлики тармақлири аваричиликини тохтатқан.
Әкбәр сабир һазир төт балиси билән истанбулда яшайду. У һазирғичә вәтәндики аилиси вә уруқ-туғқанлириниң хәвирини алалмиған. Узун йиллиқ вәтән һәсрити, узун йиллиқ қечип йүрүш, аилисигә болған әндишиси вә роһи бесим сәвәблик тән саламәтликидинму еғир чатақ чиққан. У пүтүн дунядики адаләтни яқлиғучи инсанпәрвәр кишиләргә хитаб қилип мундақ дәйду: “ата-анамни қериндашлиримни көргүм бар. Һазирғичә кишилик һоқуқниң мәвҗутлуқини һес қилип бақмидуқ. Кишилик һоқуқ мәвҗут болса ата-анамни вә қериндашлиримни көргүм бар. Һаят яки әмәсликини билгүм бар. Көпинчә қериндашлиримизниң әһвали охшаш, улар ата-анам һаятта болса, ата-анамни вә қериндашлиримни өлтүрүвәтмисун, қийин қистаққа алмисун дәп қорқуватиду, гуваһлиқ берәлмәйватиду. Пүтүн дуня хитайниң қиливатқан залимлиқини тәкшүрүши вә қаршилиқ билдүрүши лазим.”