Һәптилик хәвәрләр (16-22 өктәбир)
2004.10.22
Шветсийидә уйғур күни паалийити өткүзүлди
Скандонавийәдики шветсийидә тунҗи қетимлиқ уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди. "Натонуш дуня" дәп аталған мәзкур уйғур мәдәнийәт күни җәрянида уйғур рәссами қәйсәрниң йеңи иҗадийәт мевилири вә уйғур мәдәнийитигә аит көплигән буюмлар көргәзмә қилинған. Буниңдин башқа йәнә композитор күрәш күсән иҗад қилған “шәрқий түркистан истиқлал марши" 30 кишилик оркестир тәрипидин орунлинип, тамашибинларни өзигә җәлп қилған.
Атақлиқ алим имин турсун оттура явро-асия илмий җәмийити йиғинида сөзлиди
Уйғур елиға кәң тонулған атақлиқ алим имин турсун америкиниң индиана университетида өткүзүлгән оттура явро-асия илмий җәмийитиниң 5-қетимлиқ йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән болуп, униңға оттура явро-асия факултети мәхсус доклат бериш паалийити уюштуруп бәргән.
Мәзкур пешқәдәм алим асаслиқи өзиниң 30-40- йиллардики һаят мусаписи һәққидә доклат қилди, униң баянлири уйғуршунас алимларниң зор дәриҗидә қизиқишини қозғиди.
Оттура явро-асия илмий җәмийитиниң бу қетимлиқ йиғиниға һәр қайси әлләрдин кәлгән 400 дин артуқ алим қатнашқан болуп, буниңда мәхсус түрдә уйғур мәсилисигә аит музакирә уюштурулған. Буниңға америка мутәхәсислиридин җамес милливард, станләй топис, җонәсин липман, гарднер бовиңдон қатарлиқлар қатнашқан. Йиғинда йәнә уйғур мутәхәсислиридин нәбиҗан турсун "уйғур тарихшунаслиқиниң шәкиллиниши вә уйғур алимлириниң нуқтинәзәрлири", дилбәр қәһриман " уйғур мәшрәплириниң икки тәрипи" дегән темиларда илмий мақалә оқуған.
Қазақистан уйғур тиятириниң 70 йиллиқи өткүзүлди
16-Өктәбир күни қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридә дөләтлик уйғур тиятириниң қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи хатириләнди. Дағдуғилиқ мурасим қазақистан дөләт марши садаси астида башланди һәмдә тиятир рәһбири қазақистан хәлқ артиси мурат әхмиди ечилиш нутиқи сөзлиди.
1934-Йили дуняға кәлгән бу тиятир дәсләптә "көк көйнәкликләр", "сәнәт һәвәскарлири гурупписи" дегәндәк намлар билән тәшкилләнгән уйғур артислирини асасий гәвдә қилған болуп, у өзиниң 70 йиллиқ узун мусаписи җәрянида үч қийин басқучни бесип өткән. Биринчи 1937-1938-йиллиридики сталинниң тазилаш һәрикити. Иккинчи басқуч; 1941-1945-йиллиридики совет –герман уруши мәзгили, үчинчиси болса, советниң йимирилиши вә қазақистан мустәқил болғандин кейинки 10 нәччә йил.
Бу җәрянда көплигән уйғур артислири сталинниң сиясити вә уруш түпәйлидин һаятидин айрилди. Қазақистан мустәқил болғандин кейин, иқтисадий қийинчилиқ вә башқа амиллар тиятирниң нормал тәрәққиятини боғди. Тиятир бинаси тақалди. Ахири, 10 йилға созулған ианә топлаш вә башқа рәсмий ярдәмләр нәтиҗисидә тиятир бинаси қайта ясалди. Буниңға приздент назарбайев қатнашқан һәмдә мана әмди униң 70 йиллиқ тойи өткүзүлгән.
Қазақистан уйғурлиридин қуддус ғоҗамяроп, мәхпир бақийев, рушәңул илахунова қатарлиқ көплигән атақлиқ артислар, музикантлар йетишип чиққан .
Қазақистан уйғурлири өз тиятириниң 70 йиллиқ тойини хатириләватқан бу күнләрдә мусулманларниң рамзан ейи башланди. Дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар қатарида уйғурларму айларниң султани һесабланған мәзкур рамзан күнлирини хушал өткүзүш шундақла хәйр-сахавәтлик ишларни қилиш билән толдурушқа тиришмақта.
Уйғур елидә чарва –малларда туяқ- еғиз яллуқи тарқалди
Уйғур елидин йетип кәлгән йәнә бир хәвәр шуки, уйғур елидә қой –кала қатарлиқ чарва –малларда тез юқудиған бир хил кесәллик пәйда болған әмма, хитай даирлири контрол қилиш чарилирини қилған болсиму, лекин уни ахбарат вастилиридин мәхпий тутқан. Бу әһвалдин хәвәр тапқан чарвичилар һәмдә аһалиларниң тәшвишлири көпийишкә башлиған. Хитай даирлири бу хил вирусни 5-номурлуқ кесәл дәп атиған.
Хитай сақчилири чоңчиңдики топилаң мунасивити билән 40 адәмни қолға алди
Хитай сақчи даирлири пәйшәнбә күни чоңчиңда йүз бәргән наразилиқ көтүрүлүши мунасивити билән 40 адәмни қолға алғанлиқини билдүргән. Мәлум бир өзини юқири дәриҗилик әмәлдар дәп ативалған кишиниң мевә базирида қилған зораванлиқи сәвәб болған бу көтүрүлүшкә 20 миңдин артуқ адәмниң қатнашқанлиқи мәлум қилинмақта. Хитай күзәткүчилири буни хитай ком партийә әмәлдарлири билән пуқралири арисидики зиддийәтниң өткүрлишиватқанлиқиниң испати дәп қарайдикән
Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
Америка мәркизи ахбарат идариси йеқинда хитайниң 1964-йилидики тунҗи атом синиқидин буян ядро қораллирини кишини һәйран қалдуридиған дәриҗидә тез раваҗландурғанлиқини мәлум қилди. Америка ахбарат идарисиниң бу материяли 71 парчә доклаттин тәркиб тапқан болуп, униңда хитайниң америка мәнпәәтигә үзлүксиз түрдә риқабәт яритиватқанлиқи көрситилгән.
Русийә билән хитай үч аралниң чегра мәсилисидә келишим һасил қилди
Русийә билән хитай икки мәмликәт арисидики чегра җидилигә хатимә берип, амур дәрясидики чоң уссурийсикий, тарабарай арили қатарлиқ үч арални тәң бөлүшкә қошулған. Лекин, бир қисим русийә сиясәтчилири путиниң бу келишимгә қол қоюшиға нисбәтән нарази болған.
Мунасивәтлик хәвәрләр
- Шветсийидики уйғур күни паалийитидә күрәш күсән иҗад қилған истиқлал марши орунланди
- Имин турсун индиана университетида доклат бәрди
- Қазақистан уйғур тиятириниң 70 йиллиқи өткүзүлди
- Уйғур елиниң чарвичилиқ мәйданлирида чарва - малларға ғәйри кесәллик тарқалди
- Хитай сақчилири чоңчиңдики топилаң мунасивити билән 40 адәмни қолға алди
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
- Русийә билән хитай үч аралниң чегра мәсилисидә келишим һасил қилди
- Һәптилик хәвәрләр (2-8 өктәбир)
- Һәптилик хәвәрләр (25-сентәбирдин 1-өктәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 18-24 сентәбир)