Һәптилик хәвәрләр (29-июндин 5-июлғичә)

Мухбиримиз ирадә
2019.07.05
trump-shi-shinzo.jpg Сүрәттә(солдин оңға) америка президенти доналд трамп, японийә баш вәзири шинзо абе вә хитай рәиси ши җинпиң 20 дөләт башлиқлири йиғинида. 2019-Йили 28-июн, японийә.
AP

Японийә баш вәзири шинзо абе уйғур мәсилиси һәққидә ши җинпиңға еғиз ачқан

Хоңкоңда чиқидиған “алма хәвәрлири” ториниң 28-июн күни хәвәр қилишичә, японийә баш вәзири шинзо абе японийәниң осака шәһиридә ечилған г 20 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә уйғурлар мәсилисини тилға алған.

Хәвәргә қариғанда, шинзо абе сөзидә аввал хоңкоңдики “бир дөләттә икки хил түзүм” сияситиниң хоңкоңдики демократийәниң гүлләп яшнишида интайин муһим рол ойниғанлиқини тәкитлигән. У буниңға улапла уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә еғиз ечип, “кишилик һоқуқниң һөрмәт қилиниши бәкму муһим”, дегән. японийә баш вәзириниң уйғурлар вә хоңкоң һәққидики әндишилирини оттуриға қоюши ши җинпиң үчүн күтүлмигән бир әһвал болған.

Кәнт секретари: қошмақ туғқанлиримиз билән дастиханда олтурсақ һалал-һарам демәймиз

Уйғур районида кәң йолға қоюлуватқан “қошмақ туғқан сиясити” һәққидә һазирғичә ахбаратқа ашкариланған учурлардин бу аталмиш қошмақ туғқанларниң аилиләрдә назарәтчилик қилиштин башқа, шу аилиниң өрп-адәтлири, җүмлидин яшаш усулини өзгәртишигә пүтүн күчи билән һәрикәт қиливатқанлиқи мәлум; хитай һөкүмитиниң хитайниң йиғивелиш лагерлириға адәм топлашта актип рол ойнаватқан вә хитайниң қошмақ туғқан сияситини иҗра қилишта башламчи болуватқан хотәндики мәлум бир кәнт секретари мухбиримизниң зияритини қобул қилип, өзиниң қошмақ туғқини билән болған мунасивити һәққидә мәлумат бәрди.

У бу җәрянда, ваң вә ма фамилилик қошмақ туғқанлириниң өзлиригә һалал-һарамни айримаслиқни өгәткәнлики, шуңа қошмақ туғқанлири гөш елип кәлсә, чошқа гөши болсиму йәйдиғанлиқини баян қилди.

Йәнә бәзи вәзийәттин хәвәрдар кишиләр хитай һөкүмитиниң бу урунушлириниң көзлигәндәк үнүм бәрмигәнлики, көпинчә аһалиләрниң қаттиқ бесим вә турмуштики қийинчилиқлириға қаримай, һалал-һарам көз қаришида тәвриниш болмиғанлиқи, болупму, чошқа гөши йейишни қобул қилғанларни һөкүмәт зияпәтлиридин башқа сорунларда учритишниң мумкин әмәсликини илгири сүрмәктә.

Б д т хәвпсизлик кеңишидә америка вә германийә хитайни уйғурлар мәсилисидә қаттиқ әйиблиди

2-Июл күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң баш штабида өткүзүлгән хәвпсизлик кеңишиниң йиғинида америка вә германийә вәкиллири хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни лагерға қамиши һәмдә уларни әң әқәллий һәқләрдинму мәһрум қалдурушини қаттиқ әйиблигән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шу қетимлиқ йепиқ йиғиниға б д т хәвпсизлик кеңишигә әза 15 дөләтниң вәкили қатнашқан. Йиғинда америка қошма штатлириниң б д т да даимий турушлуқ мувәққәт баш әлчиси җонасан коен хитай һөкүмитини “уйғурларға зулум қилиш вә хорлаш қилмишлири садир қиливатисиләр”, дегән. Хитай һөкүмитиниң б д т да даимий турушлуқ баш әлчиси ма җавшү буниңға нарази болуп, “америка вә германийәниң хәвпсизлик кеңишиниң йиғинида башқа дөләтләрниң ички ишлириға мунасивәтлик мәсилиләрни тәкитләш һәққи йоқ”, дегән.

Мәлум болушичә, бу, уйғур мәсилисиниң тунҗи қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә оттуриға қоюлуши болуп һесаблинидикән.

Кәнт секретари: “буйруққа асасән өйүмниң темидики меһраб шәкиллик оюқни төт часиға өзгәрттим”

Радийомиз мухбири нөвәттә уйғур йезилиридики өй-имарәтләрниң миллий пасондики нәқишлириниң сөкүлүватқанлиқи һәққидә радийомизға кәлгән учурға асасән телефон зиярити елип барди.

Хотәндики бир кәнт секретари бултурдин башлап меһраб шәкиллик көрүнүшләрму “диний әсәбийликниң аламити” дәп қарилип, аһалиләрниң өй-имарәтлиригә нәқишләнгән меһраблар түзливетилгән яки төт часа шәклигә кәлтүрүлгәнликини дәлиллиди.

Қәшқәрдики бир кәнт аяллар мудириму өзиниң мәһәллидә “диний әсәбийликни йоқитиш” һәққидә тәшвиқатқа йетәкчилик қиливатқанлиқини вә тәшвиқатида өй-имарәтләрдики меһраб шәклини йоқитишниң зөрүрлүкини чүшәндүрүватқанлиқини баян қилди. Униң дейишичә, нөвәттә у вәзипә өтәватқан тәвәликтә өй-имарәтләрдики меһраб қатарлиқ диний түс алған шәкил вә көрүнүшләр тәлтөкүс йоқитилған. Хотәндики мәзкур кәнт секретари нөвәттә мәһәллә-кочиларни айланғанда һеч бир өй-имарәт вә қурулушларда меһраб, мунар вә һилал ай шәкиллирини учратқили болмайдиғанлиқини баян қилди.

5-Июл үрүмчи қирғинчилиқи мунасивити билән хәлқара җамаәткә хитаб қилинди

Дуня уйғур қурултийи 2009-йили “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң он йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, дуня җамаәтчиликини он йил илгирики хаталиқини тәкрарлимаслиққа чақирди.

Дуня уйғур қурултийи баянатида “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” да хитай һөкүмитиниң тинчлиқ билән намайиш қилған уйғурларни қанлиқ бастурғанлиқини, шу қетимлиқ вәқәдә миңлиған уйғур өлүп, яриланған вә ғайиб қиливетилгән болсиму, бирақ хитай һөкүмитиниң бу җинайити үчүн сораққа тартилмиғанлиқи әпсуслиниш ичидә тилға елип өткән.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса баянаттики сөзидә “хәлқара җамаәтниң он йил илгирики бу қорқунчлуқ җинайәткә сүкүт қилиши хитай һөкүмитини җасарәтләндүрди. Нәтиҗидә бүгүнкидәк милйонларчә кишиниң лагерға қамилишидәк ақивәт келип чиқти” дәп әскәрткән вә хәлқара җамаәтни “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 10 йиллиқ хатирисидә охшаш хаталиқни тәкрарлимаслиққа вә хитай һөкүмитидин инсанийәткә қарши қиливатқан җинайәтлириниң сориқини қилишқа чақирған.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиму бу һәқтики баянатида хәлқара җамаәтни хитайға үзлүксиз бесим қилиш арқилиқ лагерларниң тақилишиға түрткә болушқа чақирди.

5-Июл үрүмчи қирғинчилиқиниң он йиллиқ хатириси мунасивити билән 5-июл күни дуняниң һәрқайси җайлирида яшайдиған уйғурлар, уйғур тәшкилатлири кәң көләмлик наразилиқ намайишлири вә түрлүк хатириләш паалийәтлирини өткүзди.

Б д т кишилик һоқуқ кеңишидә вә германийәдики америка әлчиханисида уйғур мәсилилири тилға елинди

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдә давам қиливатқан 41-нөвәтлик йиғининиң 3-июл күнидики йиғинида дуня уйғур қурултийиниң түр маслаштурғучиси райн беррий сөз қилип, уйғур елидики зулумға сүкүт қиливатқан б д т баш катипи антонийо гутресни қаттиқ әйиблигән. У мундақ дегән: “лагерлар икки йилдин буян мәвҗут, һалбуки, б д т дин буниңға қариши бир әмәлий һәрикәт оттуриға чиқмиди. Б д т баш катипи хитай һөкүмитини инсанийәткә қарши җинайәтлирини тохтитишқа чақиришниң орниға бу мәсилигә сәл қариди яки буниңдин өзини қачурди, һәтта хитайниң ‛бу террорлуққа қарши күрәш намида елинған тәдбирләр‚ дегән изаһатлирини қобул қилди. Бундақ намувапиқ вә хәтәрлик тәшәббуслар хитайниң қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йошурушиға ярдәм қилиштин башқа нәрсә әмәс”.

Райн беррй сөзидә йәнә, мәзкур кеңәшниң иккинчи күнидики йиғинида уйғур райониниң муавин рәиси әркин туниязға сөз қилиш пурсити берилишиниму қаттиқ тәнқидлигән. Америка һөкүмитиниң җәнвәдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ органларда турушлуқ әлчиликиму әркин тунияз сөз қилған күни дәрһал баянат елан қилип, “кишилик һоқуқни әң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилғучи дөләтниң вәкилигә өз тәшвиқатини қилидиған сорун һазирлап бәргәнлик кишилик һоқуқ кеңиши үчүн бир номустур,” дегән иди.

3-Июл күни йәнә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса американиң германийәдики әлчиханисиниң тәклипи билән пайтәхт берлинға берип, баш әлчи ричард гренел әпәнди билән бир саәткә йеқин сөһбәт елип барған. Долқун әйса сөһбәт давамида америка һөкүмитидин хитайни җазалайдиған әмәлий тәдбирләргә мураҗиәт қилишини тәләп қилған. Баш әлчи ричард әпәнди болса уйғурлар мәсилисиниң американиң ташқи сияситидин орун алғанлиқини, америка һөкүмитиниң уйғурларниң вәзийитини давамлиқ йеқиндин көзитип туридиғанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.