Һәптилик хәвәрләр (5-авғусттин 11-авғустқичә)

Мухбиримиз қутлан
2017.08.11
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Түркийә ташқи ишлар министири чавушоғлуниң бейҗиңдики баянати уйғур җамаити арисида күчлүк инкас пәйда қилди

Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу хитайға қилған йеқинқи зиярити мәзгилидә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән бирләшмә баянат елан қилған.

Чавушоғлу, “биз түркийәдә хитайни нишан қилған яки хитайға қарши болған һәрқандақ бир һәрикәткә йол қоймаймиз, ахбаратлардики хитайға қарши хәвәрләрниму йоқитимиз” дегән.

Чавушоғлуниң бу сөзи муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң күчлүк инкасини қозғиди. Д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим, “чавушоғлуниң бу сөзи әң алди билән түрк хәлқиниң ирадисидин чәтнәп кәтти” деди.

Сәйпидин әзизиниң китаблири билән бейҗиңдики милләтләр нәшрияти нәшр қилған уйғурчә китаблар йиғивелинған

Хитай һөкүмитиниң уйғур диярида елип бериватқан идеологийә саһәсидики “бөлгүнчилик” ни тазилаш һәрикити хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғимақта.

Алдинқи күни сәйпидин әзизиниң барлиқ уйғурчә китаблириниң уйғур дияридики китабханилардин бирдәк йиғивелинғанлиқи дәлилләнгән иди.

Үрүмчидики шинхуа китабханилири билән бейҗиңдики милләтләр нәшрияти радийомиз зияритини қобул қилип, илгири милләтләр нәшрияти нәшр қилған барлиқ уйғурчә китабларниң йиғивелинғанлиқини вә сиясий тәкшүрүшкә тапшурулғанлиқини ашкарилиди.

Ғулҗа наһийисидики “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” гә 1500 әтрапида сиясий гумандар соланған

Бултурдин буян уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида сиясий гуман билән тутқун қилинған миңлиған кишиләрниң аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” гә қамилип “йепиқ һаләттики тәлим-тәрбийә” гә тутулғанлиқи мәлум болди.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, хитай “тәрбийәләш мәркизи” дәп атаватқан бу җайларниң әмәлийәттә “шәкли өзгәргән қамақхана” икәнликини илгири сүрмәктә.

Ғулҗа наһийәсидики “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” ниң оқутқучилири радийомиз зияритини қобул қилип, ғулҗа наһийәсидә тәсис қилинған 5 “мәркәз” дә 1500 әтрапида сиясий гумандарниң қамалғанлиқини ашкарилиди.

Д у қ 6-нөвәтлик қурултай өткүзүш вә рабийә ханимни алий рәһбәрлик орниға тәйинләш қарарини елан қилди

Д у қ 6-авғуст күни 6-нөвәтлик қурултай өткүзүш вә рабийә қадир ханимни қурултайниң алий рәһбәрликигә тәйинләш тоғрисида икки қарар елан қилди.

Игилинишичә, д у қ 8-айниң 5-күни даимий комитетиниң кеңәйтилгән телефон йиғини чақирған. Йиғинға рабийә ханим башчилиқидики қурултай рәһбәрлири вә бир қисим уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири қатнашқан.

Йиғинда д у қ ниң 6-нөвәтлик қурултийини бу йил 11-айниң 10-күнидин 12-күнигичә германийәниң мюнхен шәһиридә чақириш һәмдә рабийә қадир ханимни қурултайниң алий рәһбәрликигә тәйинләш ишини демократик шәкилдә авазға қоюш қарар қилинған.

Җиң наһийисидики йәр тәврәштин кейин учурлар қамал қилинған

9-Авғуст күни уйғур аптоном райониниң бортала области җиң наһийисидә 6. 6 Бал йәр тәвригәнлики хәвәр қилинди.

Һалбуки, хитай таратқулири бу қетимлиқ йәр тәврәштә өлүм-йитим һадисилириниң көрүлмигәнликини илгири сүрмәктә.

Җиң наһийисидин радийомиз зияритини қобул қилған меһманхана хадимлири билән бир қисим йәрлик аһалиләр апәтниң һөкүмәт таратқулиридики хәвәрләргә селиштурғанда хелила еғирлиқини билдүрди.

Мисирдин қайтқан бир диний өлиманиң 11 йилда 8 қетим сәвәбсиз қамақта ятқанлиқи мәлум

Уйғур диярида 10 йиллардин буян давам қиливатқан қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлиридә уйғур җәмийитидики диний зиялийлар қатлиминиң әң еғир зәрбигә учраватқанлиқи мәлум.

Нөвәттә түркийәдә яшаватқан диний зиялий абдулла қариһаҗим радийомиз зияритини қобул қилип, юртидики чеғида 11 йилда 8 қетим сәвәбсиз қамақта ятқанлиқини билдүрди.

У, түрмә даирилиригә пара бериш йоли билән қамақтин қутулғанлиқини, бу җәрянда бир йилда бәргән парилирини һесаблиғанда күнигә 1000 сомдин тоғра келидиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.