Һәптилик хәвәрләр (23-ноябирдин 29-ноябирғичә)
2019.11.29
Хотән педагогика алий техникоминиң муавин мудири барат турсунбақиниң керийә түрмисидә икәнлики ашкариланди
Хотән педагогика алий техникоминиң муавин мудири барат турсунбақиниң бир йил бурун тутқун қилинғанлиқи ашкариланғаниди.
Мәлум болушичә, барат турсунбақи керийә түрмисидә тутуп турулмақта икән. Барат турсун бақиниң тутқун қилинғанлиқи уйғур районидики мәлум бир алий мәктәпниң сиясий өгиниш йиғининиң нәқ мәйдани икәнлики илгири сүрүлгән бир аваз хатирисидә тилға елинған. Мәзкур аваз хатириси чәтәл иҗтимаий таратқулириға тарқалған иди.
Мухбиримизниң бу йип учурға асасән елип барған телефон зиярәтлири давамида хотән педагогика алий техникоминиң бир сабиқ хадими барат турсунбақиниң буниңдин бир йил бурун тутқун қилинғанлиқи, нөвәттә униң керийә түрмисидә икәнликини дәлиллиди. Мәлум болушичә, бу йил 50 яшлар чамисидики барат турсунбақи әслидә хитай тили оқутқучиси болуп, 20 нәччә йил мәзкур мәктәптә хизмәт қилған икән.
Сабиқ оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири варис абабәкри лагердин чиқипла вапат болған
1988-Йилдики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған варис абабәкриниң 24-ноябир күни үрүмчидә “кесәллик сәвәби” дин вапат болғанлиқи ашкариланди.
Мәлум болушичә, ахирқи қетим бу йил 1-айда лагерға елип кетилгән варис абабәкри 11-айниң оттурилирида лагердин қоюп берилгән. Лекин у лагердин қоюп берилип бир һәптидин кейинла вапат болған. Униң “кесәл сәвәблик” вапат болғанлиқи илгири сүрүлсиму, лекин униң өлүш сәвәби қаттиқ гуман қозғимақта. Дуня уйғур қурултийи варис абабәкриниң өлүми мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һакимийитини “шәрқий түркистан” дики уйғур сәрхиллиригә зиянкәшлик қилиш билән әйиблигән.
Варис абабәкри 1983-йили шинҗаң университетиниң физика факултетиға оқушқа киргән болуп, у 1987-йили “студентлар пән-мәдәнийәт уюшмиси” ниң қурулуши вә паалийәтлиридә, 1988-йилдики оқуғучилар намайишида йетәкчилик рол ойниған һалқилиқ шәхсләрниң бири иди. Шу сәвәблик у 1988-йили 9-айда мәктәптин һәйдәлгән. У җәмийәткә чиққандин кейин ширкәт қуруп, мәдәнийәт ақартиш ишлирини давамлаштуруп кәлгән иди.
Ака-ука шәһризат вә шаһдиярниң панаһлиқ илтимаси йәнә рәт қилинған
Русийә федератсийәгә қарашлиқ татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазанда сиясий панаһлиқ сориған қошкезәк ака-ука шәһризат билән шаһдияр шавкәтләрдин шәһризатниң сиясий панаһлиқ илтимаси русийә һөкүмити тәрипидин йәнә рәт қилинған.
Мәлум болушичә, қазан шәһиридики бир йәрлик сот 25-ноябир шәһризатниң илтимасини рәт қилған. Нөвәттә шаһдиярниң соти декабирда ечилидикән. Уларниң адвокати зөһрә һәмрайиваниң радийомизға билдүрүшичә, улар русийә алий сотиға әрз сунушқа тәйярлиқ қилмақта икән. У “мубада алий сот бу илтимасни рәт қилса, у вақитта уларни русийә қанунлири бойичә мәмурий җавабкарлиққа тартиш һәм русийә чеграсидин чиқириветиш хәвпи туғулидиғанлиқи” ни билдүрди.
Нөвәттә уларниң панаһлиқ илтимаси русийә таратқулириниң алаһидә диққитини қозғимақта икән. Русийәниң “коммерсант” гезити “хитайдин кәлгән татарларға қазандин орун тепилмиди” дәп хәвәр бәргән. Уйғур районида туғулуп, 2015-йили қазандики “федератсийә университети” ға оқушқа киргән шәһризат билән шаһдияр өткән йили русийә даирилиридин сиясий панаһлиқ тилигән иди.
Волкес-ваген үрүмчидики завутиниң йәрлик игиликкә төһпә қошуватқанлиқини илгири сүрди
Германийә аптомобил ширкити волкес-ваген 27-ноябир күни радийомиздға баянат берип, өзиниң үрүмчидә завут қурғанлиқини ақлиди. Волкес-вагенниң баянатида илгири сүрүлүшичә, мәзкур ширкәт уйғур дияриниң вәзийитидин хәвәрдар болуп, улар мәзкур районниң вәзийитини көзәтмәктә икән. Баянатта йәнә мәзкур ширкәтниң үрүмчидики аптомобил завути йәрлик иқтисадниң тәрәққиятиға төһпә қошуватқанлиқи илгири сүрүлгән.
Волкес-вагенниң үрүмчидә завут ечиши кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән. Йеқинда хитайниң уйғур районидики лагерларға даир мәхпий һөҗҗитиниң ашкарилинип, волкес-вагенниң үрүмчидики завутини тақаш чақириқи техиму күчәйгән.
Германийәдики “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” волкес-вагенниң үрүмчидики завутини тақишини тәләп қилған. Мәзкур тәшкилатниң директори улрих делиус зияритимизни қобул қилип, “ширкәтниң хизмәт низамида кишилик һоқуқни қоллайдиғанлиқи вә униңға әмәл қилидиғанлиқи тәкитләнгән. Биз мустәқил тәкшүргүчиләрдин бу ширкәтниң һазирғичә шәрқий түркистандики уйғур, қазақ хәлқлириниң һоқуқини қоғдашта немә ишларни қилғанлиқини билишни истәймиз,” деди.
Помпео: “мәхпий һөҗҗәтләр хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дәлиллиди”
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 26-ноябир күни хитайниң йеқинда ашкариланған уйғур районидики лагерларға алақидар мәхпий һөҗҗәтлиригә баһа берип, бу һөҗҗәтләр хитайниң лагерлардики мусулман уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини интайин еғир дәпсәндә қиливатқанлиқини испатлап бәргәнликини билдүргән.
Майк помпейониң тәкитлишичә, “бу һөҗҗәтләр хитай компартийәсиниң лагерлардики тутқунларниң кишилик һоқуқиға хилаплиқ қиливатқанлиқи вә уларни хорлаватқанлиқиға даир интайин күчлүк вә күнсери көпийиватқан дәлилләр билән бирдәкликкә игә” икән. У бу сөзләрни 26-ноябир күни өткүзүлгән ахбарат йиғинида тәкитлигән. Буниң алдида хитайниң әнглийәдә турушлуқ баш әлчиси лю шавмиң бу һөҗҗәтләрниң “сахта” икәнликини илгири сүргән иди.
Вашингтондики “хәлқара тәкшүрүш ахбаратчилиқи бирләшмиси” 24-ноябир күни ашкарилиған “шинҗаң һөҗҗәтлири” дә лагерлардики тутқунларға даир нурғун көрсәтмә, йолйоруқ вә истихбарат доклати йәр алған.