Һәптилик хәвәрләр (17-декабирдин 23-декабирғичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.12.23
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Тонулған диний өлима вә җамаәт әрбаби абдулһәкимхан мәхсум һаҗим аләмдин өтти

Түркийәниң истанбул шәһиридә паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати” билән “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң қурғучи әзаси вә назири, тонулған диний зат вә җамаәт әрбаби абдулһәкимхан мәхсум 12-айниң 22-күни сәһәрдә туюқсиз аләмдин өтти.

Мәрһумниң мейит намизи 12-айниң 23-күни зәйтинбурнудики әмин инанч мәсчитидә чүшүрүлүп, дәпнә қилинди.

Абдулһәкимхан мәхсумниң туюқсиз вапати түркийә вә пүтүн дунядики уйғур җамаитини мусибәткә чөмдүрди. Униң сәпдашлири радийомиз зияритини қобул қилип, мәрһумниң һаятиға юқири баһа бәрди вә униң роһиға аллаһдин мәғпирәт тилиди.

Уйғур аялларниң сақчихана вә тәкшүрүш орунлирида дәпсәндичиликкә учраватқанлиқи күчлүк диққәт қозғимақта

Йеқиндин буян уйғур аяллириниң хитайдики сақчихана вә тәкшүрүш орунлирида хорлуққа учраватқанлиқи, болупму уларниң миллий, диний вә инсаний һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи мәлум болмақта.

Бу һәқтә радийомизға инкас билдүргән бир қисим ханим-қизлар өзлириниң сақчихана, айродром вә башқа җайларда дуч кәлгән еғир қисмәтлирини аңлатти. Һәтта уйғур елидики бир қисим сақчиханиларму бундақ әһвалларни инкар қилмиди.

Канададики уйғур паалийәтчиләрдин руқийә турдуш ханим өз вәтинидә еғир хорлуққа учраватқан уйғур аяллириниң психикилиқ ярдәмгә моһтаҗ икәнликини билдүрди.

Уйғур көзәткүчиләр хитайниң уйғур елидики мәсчит чеқиш һәрикитигә күчлүк инкас қайтурди

Даириләрниң уйғур елида “мәсчитләрни әлалаштуруш” вивискиси билән кәң көләмдә мәсчитләрни чеқиватқанлиқи хәлқарада күчлүк инкас қозғимақта.

Йәрлик сақчиханилар билән мәсул хадимлар өз тәвәликидә елип бериливатқан мәсчит чеқиш һәрикити давамида йәрлик аһалиләр билән мәсчит җамаитидин қаттиқ бир наразилиқ яки қаршилиқ һәрикитиниң көрүлмигәнликини баян қилди.

Сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, даириләрниң мәсчит чеқиш қилмишиниң уйғур елида елип берилған “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитидин кейинки йәнә бир тазилаш пилани икәнликини тәкитлиди.

Уйғур аптоном районлуқ даириләр түрмә сақчилирини давамлиқ көпәйтмәктикән

Бу йилниң иккинчи йеримида даириләрниң уйғур дияридики түрмиләрни кеңәйтип қуруватқанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди. Йеқинда хитай һөкүмәт таратқулири учур берип, районда түрмә сақчилириниң көпәйтилишкә башлиғанлиқини илгири сүрди.

Хәлқ ториниң хәвәр қилишичә, йеңидин қобул қилинған 64 нәпәр түрмә сақчиси йеқинда үрүмчидики қораллиқ сақчи қисим мәшиқ базисида рәсмий мәшиқ башлиған. Уларниң һәммисиниң бирдәк “қош тиллиқ” болуши шәрт қилинған икән.

Көзәткүчиләр, бу әһвал бу йил яздин буян уйғур елида кеңәйтип қурулуватқан түрмиләрниң адәм күчигә болған зор еһтияҗини ашкарилап бәрди, дәп һесаблимақта.

Кәлпинниң көл кәнтидики диний бастурушта бир аилидин 3 киши қамақ җазасиға һөкүм қилинған

Хитай һөкүмити 2012‏-йилдин башлап уйғур диярида қозғиған “әсәбийликкә зәрбә бериш” һәрикити давамида көплигән кишиләрниң “диний ашқунлуқ” билән әйиблинип қолға елинғанлиқи, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи яки из‏-дерәксиз йоқап кәткәнлики мәлум.

Ақсуниң кәлпин наһийәси ачал йезисида олтурушлуқ яқуп барат аилиси “диний ашқунлуқни түгитиш” һәрикитидә аилә әзалири бойичә қолға елинип, қамаққа һөкүм қилинған аилиләрниң бири икән.

Радийомиз зияритини қобул қилған йәрлик аһалиләр яқуп барат вә аяли гүлниса һәмдә оғли абдулла яқупниң узун йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини ашкарилиди.

Мутәхәссисләр сиясий панаһлиқ илтиҗаси арқилиқ мәңгүлүк олтурумға еришкән уйғурларниң хитайға берип-келиши еғир ақивәтләрни елип келидиғанлиқини илгири сүрди.

Мутәхәссисләр, доналд трамп ақсарайға киргәндин кейин америкиниң көчмәнләр сияситидә мәлум өзгиришләр йүз бериду, дәп мөлчәрлимәктикән

Йеқинда америкидики бир қисим аммиви тор бәтлири бәс-муназирә қозғап, сиясий панаһлиқ илтиҗаси арқилиқ америкиниң йешил картиға еришкән кишиләрниң өз дөлитигә берип-кәлсә йешил картиниң бикар қилинидиғанлиқини, һәтта кәлгүсидики вәтәндашлиқ илтимасиғиму сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини агаһландурған.

Америкидики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, сиясий панаһлиқ илтиҗаси арқилиқ мәңгүлүк олтурум алған уйғурларниң хитайға берип-келиши хәлқарадики уйғур дәвасиға еғир ақивәтләрни елип келиду, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.