Әкбәрҗан: чегра содиси уйғурларниң қолидин хитай вә пакистанлиқларниң қолиға өтүп кәтти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.12.03
omer-wexpi-pakistan.jpg Пакистандики өмәр вахпи
Photo: RFA

Пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпиниң катипи әкбәрҗан бүгүн мухбиримизниң зиярити давамида, уйғурларниң пакистандики тиҗарәт әһвали һәққидә тохталди.

Униң баян қилишичә, пакистан билән хитай арисидики чегра содиси 1980-йилларда башланған вә барғансери раваҗланмақта. Әмма мәзкур содида дәсләпки йилларда башламчи рол ойниған уйғур тиҗарәтчиләр нөвәттә бу содидин асасән дегүдәк сиқип чиқирилған. Уйғур райони билән пакистан арисида қатнайдиған һәптидә икки айропилан 2000-йиллардин 2006-йилға қәдәр уйғур тиҗарәтчиләр билән лиқ толған болса, әмдиликтә буларниң орнини пүтүнләй хитай вә пакистанлиқ тиҗарәтчиләр игилигән. Нөвәттә һәр қетимлиқ һава йолидин келидиған тиҗарәтчиләр арисида уйғурлар саниниң 10 ға йәтмәйдиғанлиқини билдүргән әкбәрҗан, бу ақивәтниң ғоллуқ сәвәблиридин бирини хитайниң паспорт чәклимиси дәп көрсәтти. Равалпиндики хитай әлчиханиси бу һәқтики соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.

Биз илгири хәвәр қилған пакистанда уйғурлар үчүн мулазимәт қилидиған қәшқәр рабат йәни қәшқәр меһманханисиниң тақалғанлиқи вә пакистанда оқуватқан уйғур оқуғучиларниң азийип йоқ дейәрлик дәриҗигә кәлгәнлики қатарлиқ әһвалларму, әкбәрҗан баян қилған юқириқи вәзийәтниң тоғрилиқини йәнә бир нуқтидин дәлиллимәктә.

Бу йил сентәбирдә хитайни зиярәт қилған пакистан президенти мәмнун һүсәйин, пакистанниң террорлуққа қарши мәшғулатлири давамида пакистандики аталмиш уйғур террорчиларни асасән йоқитип болғанлиқини, әгәр бар дейилсә буниңму наһайити аз санда икәнликини баян қилған иди, хитай тәрәпму баянатлирида хитай-пакистан достлуқиниң аталмиш шәрқи түркистан террорчилириға зәрбә бериштә муһим рол ойниғанлиқини ипадилигән иди. Әмма хитай-пакистан һәмкарлиқиниң уйғур тиҗарәтчиләргә көрсәткән тәсири һәққидә бүгүнгичә һечқандақ бир хәвәр яки баянат берилмигән иди.

Аваз улиниши арқилиқ мухбиримиз бу һәқтә тәйярлиған программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.