Әл сөйәр миллий карханиларму әлниң сөйүшигә моһтаҗ

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.02.26
keriye-xoten-yer-tewresh-saxawetchi.jpg Керийәдә йәр тәврәштә апәткә учриғанларға ярдәм бериш үчүн уйғур елида өзлүкидин тәшкиллигән сахавәтчиләр. 2014-Йили феврал.
Social Media

Әл авам еғир күндә қалғанда уларға ярдәм қолини сунушни бурч, хәйр сахавәт ишлирини тиҗарәт әқидиси қилиш миллий карханичиларниң давамлаштуруп келиватқан гүзәл әхлақ вә әнәниси.

Бир карханиниң қәдир қиммити, хоҗайинниң каттилиқи, пайдисиниң һәдди зиядә икәнлики билән әмәс бәлки карханиниң җәмийәт тәрәққияти вә әл җамаәтниң бәхт саадити үчүн қанчилик хизмәт қилалиғанлиқи билән өлчиниду. Бу җәһәттә уйғур миллий карханилириниң роһидин пәхирләнмәй сөйүнмәй туралмаймиз, бу қетим керийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә, уйғур миллий карханичилар сахавәтчи содигәрләрниң хәлққә вақтида сунған иллиқ ярдәм қоллири бу удумни йәнә бир қетим испатлап көрсәтти.

Уйғурларму өз нөвитидә, уйғур миллитиниң тәрәққиятида миллий карханичиларниң ролиниң зор икәнликини тонуп йетиш билән бирликтә йәнә өз карханичиларни қандақ қилип қоллаш, қандақ қилип яхшилиққа җаваб қайтуруш җәһәттиму ойланмақта. Бу темида биз илгири буғрахан кийимчилик ширкитиниң қурғучиси карханичилардин голландийәдә яшаватқан ғәйрәт рози әпәнди вә уйғур миллий карханичилиқиниң башламчиси вә мәрипәтпәрвәр сахавәтчиләрниң сәркиси болған мусабайлар әвладлиридин америкидики нурмәмәт мусабай әпәндиләр билән пикирләштуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң тәйярлиған сөһбәт программисини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.