Қаттиқ қол сиясәт уйғурларни қаттиқчилиққа қоймақта
2013.12.18
Хитай коммунист һөкүмити ислаһат, тәрәққият, муқимлиқтин ибарәт үч муһим таянч сиясәтни йолға қойған бу 35 йил хитайниң қияпитидә чоңқур өзгиришләрни ясиди. Хитай хәлқарадики иккинчи иқтисадий чоң күчкә айланди. Һалбуки, уйғур дияриниң иқтисадий тәрәққият сәвийиси омумий җәһәттин йәнила арқида, иқтисадий, иҗтимаий тәрәққиятта хитай өлкилиридин пәрқлиқ нурғун мәсилиләр мәвҗут болсиму, хитай һөкүмити йәнә бир тәрәптин уйғур аптоном районида “деһқан-чарвичиларниң киши бешиға тоғра келидиған кириминиң ешиш нисбити мәмликәт бойичә алдинқи қатарға өтти” дегән темида тәшвиқат елип бармақта. Уйғур деһқанлири вә уйғур паалийәтчилири хитайниң бу тәшвиқатлирини “пүтүнләй сәпсәтә” дәп рәддийә бәрди.
Хитайниң доклатлирида “қәшқәр вилайити, хотән вилайити вә қизилсу қирғиз аптоном области намратлар әң көп, намратлиқ дәриҗиси әң еғир районлар болуп, ярдәм беришкә тегишлик намрат обйект 2 милйон 660 миң кишигә йетиду, бу, аптоном районимиз йезилиридики ярдәм беришкә тегишлик намрат обйект омумий саниниң 81% ини игиләйду” дәп көрситилгән.
“инсанлар яшаш җәрянида иқтисадий кирим арқилиқ турмушни мәлум капаләткә игә қилишқа моһтаҗ, бәхт маддий еһтияҗ, яхши иқтисадий киримла әмәс, әмма яхши иқтисадий кирим болмиса, мәниви хушаллиқ, бәхттин сөз ечиш тәс.”
Хитай “бултур, аптоном районимиздики йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған сап кириминиң ешиш сүрити мәмликәт бойичә 1-орунға өткәндин кейин, бу йилниң алдинқи 3 пәслидә, аптоном районимиздики деһқан-чарвичиларниң киши бешиға тоғра келидиған нәқ пул кирими 5 миң 893 йүәнгә йетип, 14.4% Ашти һәмдә ешиш нисбити җәһәттә мәмликәт бойичә алдинқи қатарға өтти....”, булардин башқа йәнә “бир қанчә йилдин буян 19 өлкә, шәһәрниң шинҗаңға қаратқан нишанлиқ ярдәм түрлири тәңритағниң җәнубий вә шималида өзгичә тәрәққиятларни мәйданға кәлтүрүп, һәр милләт деһқан-чарвичилириға нурғун нәп елип кәлди...” дегәндәк тәшвиқатлирини йәнә күчәйтти.
Шинҗаң гезити қатарлиқларда “деһқан-чарвичиларниң киши бешиға тоғра келидиған кириминиң ешиш нисбити мәмликәт бойичә алдинқи қатарға өтти”, “ислаһат, ечиветиш йолға қоюлмиған болса, шинҗаң бүгүнкидәк гүлләп яшнимиған, хәлқниң турмушиму көрүнәрлик яхшиланмиған болатти” дегәндәк тәшвиқат хәвәрлирини елан қилди.
Әмма уйғур елидики деһқанларниң инкаслиридин, хитайниң елан қилған бу тәрәққиятларниң уйғурларға тәвә әмәслики мәлум болмақта. Хотәнниң қарақаш наһийисидин үрүмчигә балисини давалатқили кәлгән бир ана зияритимизни қобул қилип, аилисиниң бир йилда ешинған 2 миң йүән пули билән балисини давалитишқа қурби йәтмәй, йерини сатқанлиқи, ахири җәмийәттики сахавәтчиләрдин хиҗиллиқ ичидә ярдәм сорашқа мәҗбур болғанлиқидәк моһтаҗлиқ вәзийитини изаһлиди вә юртида көп сандики деһқанларниң турмуш әһвалиниң өзидин пәрқләнмәйдиғанлиқини, интайин намратлиқта өтүватқанлиқини билдүрди.
Илгириму уйғур деһқанларниң радиомизға йәткүзгән инкаслирида көп сандики уйғурларниң, болупму деһқанларниң намратлиқтин қутулалмайватқанлиқи мәлум болған иди.
Хитай даирилири уйғур елиниң асасий қатламлиридики хәлқниң иқтисадий турмушини яхшилимай туруп йәнә бир тәрәптин “асасий қатлам муқим болғандила шинҗаң муқим болиду, асасий қатламниң тәшкилат қурулушини күчәйтиш әң муһим хизмәт” дәп тәкитләйду. Мәлум болғандәк, хитайниң уйғур аптоном районлуқ партком, хәлқ һөкүмити тәрәққият билән муқимлиқни икки қолда тутуш, иккила қол қаттиқ болушта, “зораванлиққа қарши туруш, қанун-түзүмгә вә тәртипкә әһмийәт бериш” тә чиң туруп, “үч хил күч”ниң бөлгүнчилик, бузғунчилиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериш, асасий қатламни чиң тутуш,, иҗтимаий, сиясий омумлуқни вә муқимлиқни қоғдашни баһанә қилип, уйғурларға пәрқлиқ қаттиқ қоллуқ сиясити йүргүзмәктә.
Бу мәсилиләргә қарита америкидики уйғур паалийәтчилиридин илшат һәсән әпәнди “иқтисадий түзүлмидин тартип мәдәнийәт түзүлмисигичә, мәмурий башқуруш түзүлмисидин тартип җәмийәт башқуруш түзүлмисигичә хитайниң уйғур елидики ислаһатиниң әмәлий пайдиси уйғур хәлқниң җаниҗан мәнпәитидә намаян болмиса, тәрәққиятниң нәтиҗилири уйғур вә башқа йәрлик аммиға нәп йәткүзмисә, мәҗбурий шәкилләндүрүлүватқан муқимлиқ муһити йәрлик хәлқниң арзусиға қарши болса, муқимлиқ мәңгү ишқа ашмайду” дәп билдүрди.