Түркийәдики уйғур мусапирларниң муһим қийинчилиқлирини һәл қилиш қәдими бесилди
2017.01.16
Уйғурларниң түркийәгә көпләп көчүп келиши билән, болупму 2014- 2015-йиллирида малайшия вә тайланд арқилиқ көп санда уйғурниң түркийәгә көчүп келиши нәтиҗисидә, бу мусапир уйғурларниң қийинчилиқлириму көпийишкә башлиған иди.
Бу уйғурлар тағ, дәря вә деңизларни ешип паспортсиз түркийәгә кәлгән болғачқа, буларниң қийинчилиқи техиму көп иди. Бир қанчә йилдин бери дуня уйғур қурултийи вә түркийәдики уйғур аммиви тәшкилатлириниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә бир қисим уйғур мусапирларниң түркийәдә қануний туруш рухсити, ишләш рухсити вә һәқсиз давалиниш ишлириниң һәл қилинғанлиқи билдүрүлди.
1-Айниң 13-күни түркийә баш министирлиқидин бир һәйәт уйғур мусапирлар туруватқан қәйсәридики қору җайға берип, уларниң әһвалини көздин көчүргәндин кейин уйғур мәсчитидә йиғин чақирип, бу хош хәвәрни йәткүзди. Баш министирлиқтин кәлгән һәйәтни күтүвалған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Сейит түмтүрк әпәнди уйғур мусапирларниң һазирдин тартип сайлаш сайлиниш һоқуқидин сирт бир түрк пуқраси игә болған пүтүн һәқ вә һоқуқларға игә болғанлиқини баян қилди.
Уйғурлар олтурақлашқан қору җайдики уйғур ақсақаллиридин дилшат ислам әпәнди түркийә баш министирлиқтин кәлгән кишиниң бу хош хәвәрни йәткүзгәнликини баян қилди.
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди бурун уйғур мусапирлар кесәл болуп қалса шәхси мунасивәттин пайдилинип һәқсиз яки әрзанға давалитишқа тиришқанлиқини, әмди түркийә дөлитиниң бир туташ һалда бу қийинчилиқни һәл қилип бәргәнликини тәкитлиди.
2014-2015-Йиллири малайшия вә тайланд арқилиқ 7 миң әтрапида уйғур мусапир паспортсиз түркийәгә кәлгәндин кейин, бу уйғурларниң қануний туруш рухсити, ишләш рухсити елиш вә һәқсиз давалиништин бәһримән болушини һәл қилиш үчүн дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики һәйәт түркийә баш министири бинали йилдирим, иҗтимаий параванлиқ вә әмгәк министири һәм ички ишлар министирлири билән учрашқан иди.