Уйғур яшлири түркийәдә игилик тикләп җәмийәткә һәссә қошмақта

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.11.29
turkiyede-uyghur-igilik.jpg Һалал дуня талла базири дукининиң алди.
RFA/Éhsan

Истанбулда яшаватқан уйғурлар түркийәдә яшаш җәрянида һалал кәсипләр билән шуғуллиниш билән биргә, уйғур миллитиниң тиҗарәткә маһирлиқидәк артуқчилиқини җари қилдуруп, өз алдиға қанунлуқ игилик тикләп кәлмәктә.

Истанбулниң зәйтунбурни районида игилик тиклигән яшлардин алим әхмәт 2014-йили 1-айда түркийәдики “һалал дуня” зәнҗирсиман талла базириниң зәйтунбурни районида ечиш һоқуқини қолға елип рәсмий ширкәт һалитидә тиҗарәт башлиған иди.

Һалал дуня талла базири гимдәс җәмийитиниң хәлқара миқясида елип беришни башлиған бир пилан хизмитидур. Бу хизмәт даириси ичидә, гимдәс тәрипидин елип берилидиған тәкшүрүш вә “һалал вә пак” дегән кинишкини алған мәһсулатларниң истемалчиларниң қолиға асан йоллар билән йәткүзүп бериш мәқсәт қилғандур.

Һалал дуня талла базири түркийәниң шәһәр, вилайәтлиридә хизмәт қиливатқан болуп, һазирғичә 38 талла базири ечилған, буниң 7 си истанбулда икән.

Алимҗан әхмәт шу ширкәткә әза болған бирдин -бир уйғур карханичи һесаблинидикән.

Алимҗан әхмәт муамилидә қизғин вә мулазимәтни әла қилип қисқиғинә 3йил ичидә талла базарниң даириси кеңәйткән. 11-Айниң 26-күни зәйтунбурни районниң уйғурлар мәркәзлик җайлашқан орнида тиҗарәт башлиған алимҗан йеңи талла базириниң ечилиш мурасимини өткүзди.

Ечилиш мурасимиға һалал дуня талла базириниң лидири вә алимҗанниң йеқинлиридин болуп, көплигән кишиләр қәдәм тәшрип қилди. Мурасим ахирида зияритимизни қобул қилған алимҗан сориған соаллиримизға қарита өз ойлиғанлирини баян қилди.

Мурасимға қатнашқанлардин өмәр һаҗим истанбулда игилик тикләватқан яшларни риғбәтләндүрүш билән биргә, өзиниң бәзи тәклиплирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.