Уйғур һәйити қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәисини зиярәт қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.12.28
uyghur-heyiti-memet-buyuk-simitchi.jpg Сейит түмтүрк башчилиқидики һәйәт қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәиси мәмәт бүйүк симитчи әпәндини зиярәт қилди. 2016-Йили 27-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң оттура райониға җайлашқан қәйсәри вилайити уйғурлар әң көп олтурақлашқан йәрләрдин бири болуп, 1965-йили көчүп кәлгән уйғурларға 2014-2015-йиллири малайшия вә тайланд арқилиқ кәлгән уйғурлар қошулуп, қәйсәридә уйғурларниң нопуси көзгә көрүнәрлик һалда көпәйди. Уйғурларниң нопусиниң көпийишигә әгишип қийинчилиқлириму көпийишкә башлиди. Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк, баш катип абликим сәлчуқ башчилиқидики һәйәт 12-айниң 27-күни қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәиси мәмәт бүйүк симитчи әпәндини ишханисида зиярәт қилип, униң йеңи сайлинип вәзиписини башлиғанлиқини тәбрикләш билән бирликтә, йеңи кәлгән уйғур яшлириниң хизмәт тепиш мәсилиси тоғрисидики ярдәм тәлипини оттуриға қойған шундақла уйғурларниң һазирқи омуми вәзийити тоғрисидиму мәлумат бәргән.

Бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн тәшкилат рәиси сейит түмтүрк, һәйәт ичидә орун алған тәшкилатниң башқуруш һәйити әзаси абдуғени бекин әпәнди, шәрқий җәнуби асия арқилиқ қәйсәригә келип олтурақлишип қалған әнивәр әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Сейит түмтүрк әпәнди қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәиси билән елип барған учришишиниң яхши өткәнликини, мәмәт бүйүк симитчи әпәндиниң уйғур һәйәтни қизғин күтүвалғанлиқини баян қилди. У, бу қетимқи учришишта қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәисигә уйғурларниң бәзи тәләплирини йәткүзгәнликини ейтти.

Сейит түмтүрк әпәнди қәйсәриниң түркийә иқтисадида муһим орни барлиқини, бу хил учришишларниң түркийә һөкүмитиниң уйғур сияситигә иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини баян қилди.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башқуруш һәйити әзаси абдуғени бекин әпәнди, қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәиси мәмәт симитчи әпәндиниң уйғурларниң тәлипини аңлиғандин кейин ярдәм беридиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргәнликини ейтти.

Һазир қәйсәридә шопурлуқ қиливатқан әнивәр әпәндиму мәзкур учришишқа иштирак қилған болуп, униң ейтишичә, қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәиси мәмәт бүйүк симитчи әпәндиниң уйғурларға ярдәм қилимән дәп вәдә бәргән.

Бәзи мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң йеқиндин бери иқтисадий күчигә тайинип қәйсәри вилайити билән тиҗарий мунасивитини күчәйтип, қәйсәридики уйғур дәвасини йоқ қилишқа тиришиватқанлиқини илгири сүрмәктә. Сейит түмтүрк әпәнди бу мәсилиниму мәмәт бүйүк симитчи әпәндигә дегәнликини баян қилди.

Қәйсәри 13-әсирниң ахирлирида һазирқи ички анатолийәдә қурулған әратна уйғур дөлитиниң пайтәхти болған болуп, һазирқи нопуси 1.357.819 Болуп, уйғурлар қәйсәриниң әхмәт йәсәви мәһәллиси билән қәйсәри сақчи идарисиниң қору җайида яшимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.