Ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп әпәнди нелсон мандела яш рәһбәрләрни тәрбийиләш курсиға қатнашти

Мухбиримиз әркин тарим
2016.12.30
abduweli-ayup-nelson-mandela-turkiye-terbiylesh-kursi-2016.jpg 2016-Йиллиқ нелсон мандела яш рәһбәрләрни тәрбийиләш курси тоғрисидики тонуштуруш
RFA/Erkin Tarim


Уйғур зиялийси, ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп әпәнди түркийәниң истанбул шәһиридә өткүзүлгән нелсон мандела яш рәһбәрләрни тәрбийәләш курсиға қатнашти. Синанврен фонди тәрипидин уюштурулған мәзкур курс 12-айниң 26-күнидин 30-күнигичә давамлашқан болуп, курсқа яврупа дөләтлиридә паалийәт елип елип бериватқан яшлар тәшкилатлириниң мәсуллириниму өз ичигә алған 18 дөләттин яшлар иштирак қилған. Курс тоғрисида тәпсилий мәлумат игиләш үчүн курсни чақирған синанврен фондиниң мәсуллири билән телефон сөһбити елип беришни илтимас қилған болсақму, улар қобул қилмиғандин кейин, бу паалийәткә иштирак қиливатқан абдувәли аюп әпәнди вә пешқәдәм паалийәтчи илһам тохтини қутқузуш гурупписиниң мәсуллиридин әнвәр җан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдувәли аюп әпәнди синанврен фонди вә мәзкур фондиниң нелсон мандела яш рәһбәрләрни тәрбийәләш курсини чақириштики мәқсити һәққидә тохталди.

Абдувәли аюп әпәнди курсқа 18 дөләттин көп санда яш паалийәтчиниң иштирак қилғанлиқини баян қилди.

Абдувәли аюп әпәнди 26-декабир күнидин 30-декабир күнигичә истанбулда өткүзүлгән нелсон мандела яш рәһбәрләрни тәрбийәш курсида өгитилгән мәзмунлар тоғрисида тохталди.

Уйғур зиялийси абдувәли аюп әпәнди бу хил курсларда өгитилгән нәзирийәләрни уйғур дәвасида ишлитишниң муһимлиқи тоғрисида тохталди.
2016-Йиллиқ нелсон мандела яш рәһбәрләрни тәрбийиләш курси варақчиси
Абдувәли аюп әпәнди уйғур яшларниң бундақ курсларға илтимас қилишниң йоллири тоғрисида тохталди.

Илһам тохтиниң қутқузуш гурупписиниң мәсули әнвәр җан әпәнди бу хил курсларға қатнишишниң дәвани яхши елип бериш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Түркийәдә паалийәт елип бериватқан синаврен фонди 2011-йили қурулған болуп, бу уларниң иккинчи қетимлиқ программиси икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.