“алтун бөшүк” техиму көп меһирлик қолларниң тәвритишигә моһтаҗ
2015.02.13
Чәтәлләргә чиқип йәрләшкән уйғурлар үчүн елип ейтқанда, ят мәдәнийәт вә ят тил муһитида туғулуп өсүватқан әвладлирини қандақ қилғанда өз ана тили вә мәдәнийити билән тәрбийиләш йәни уйғур кимликини йоқатмаслиқ, әмма уйғурларниң бу арзусиға уларниң тарқақ болушидәк макан вә заман риқабәт яратмақта. Хушаллинарлиқи шуки, чәтәлләргә келип йәрлишиватқан уйғурларниң милләткә болған сөйгү вә мәсулийити билән бир йәргә келип халис пидакарлиқ көрситишидә, көплигән дөләтләрдә уйғур балилири үчүн һәр хил шәкилдики уйғур тил мәктәп вә курслири мәйданға кәлмәктә. Уларниң оқутуш усул васитилириму рәңдарлашмақта, германийәниң мюнхен шәһиридә яшаватқан, бир қанчә уйғур зиялийлар өзлириниң бар қабилийәтлирини ишқа селип “алтун бөшүк” намидики балилар программисини торларда тарқитиш арқилиқ дуняниң һәр қайси җайлиридики техиму көп уйғур балилирини уйғур ана тили вә мәдәнийити билән учришиш пурситигә ериштүрмәктә.
Йеқинда youtube Қатарлиқ тор бәтләрдә “алтун бөшүк” намлиқ сәһипилик уйғур син программиси қоюлуп “балилар ниң чүчүк ана тилида сөзләватқан көрүнүшлири, уларниң хаслиққа игә мәнилик паалийәтлири, программиниң хели юқири сәвийидә ишлиниши уйғурлар вә көрүрмәнләрниң диққитини чәкти һәм сөйүндүрди. Болупму бу программиниң чәтәлләрдә түрлүк шараит чәклимилири түпәйли пәрзәнтлиригә уйғур ана тилини өгитиш имканийити болмайватқан ата-аниларни сөйүндүргәнлики мәлум.
“алтун бөшүк” программисиниң иккинчи қисми тарқитилғандин кейин, программидики уйғур балилирини тәшкилләп балиларниң уйғур тилида сөзләш, тәпәккур қилиш вә йезиш иқтидарини үстүрүшниң метод, тактикилири үстидә әтраплиқ ойлишип, интайин қизиқарлиқ филим қилип ишләп тор бәтләргә қойған, сәһнә арқисидики қәһриманлар билән сизләрни тонуштурушни тоғра таптуқ.
Германийәниң мюнхен шәһири явропадики уйғурларниң асаслиқ паалийәт мәркизи. Бундақ болушидики сәвәб мюнхен башқа дөләт вә шәһәрләргә қариғанда һиҗрәттики уйғур җамаити бир қәдәр топлашқан шәһәр һесаблиниду. Биз алди билән мәзкур филимниң режиссори рида әпәнди билән алақиләштуқ.
Мәмәт рида әпәндиниң тонуштуруши билән, биз программиниң тәһрирликини өз үстигә алған, балиларни уйғур кимлики билән тәрбийиләштә халис күч қошуватқан маарипчи абдувәли турсун әпәнди билән тонуштуқ.
Абдувәли әпәндиләрниң бир йәргә келип уйғур пәрзәнтлирини уйғур кимлики билән тәрбийиләш үчүн баш қошушиға сәвәб болған вә йеқинқи йилларда мюнхендики талантлиқ уйғурлардин карван сәнәт өмикиниң “тәклимаканда көмүлгән ривайәтләр” намида мәдәнийәт паалийәтлирини давамлаштуруп келиватқан қазақистанлиқ уйғур нурниса ханим, өзиниң йеқинқи йиллардин буян уйғур мәдәнийитини тонуштуруш вә уйғур балилирини ана тили вә мәдәнийити бойичә тәрбийиләшкә халис күч чиқиришиға түрткә болған амилларни вә буниңдин кейинки пиланлирини тонуштуруп өтти.
Мюнхендики уйғур җамаити ичидә узун йиллардин буян яшап актип паалийәт елип бериватқан уйғурлардин аблимит турсун әпәнди болса, нурниса ханим, халисә ханим, рида әпәнди вә абдувәли әпәндиләрниң уйғур балилириниң ана тили вә өз мәдәнийитини өгиниш үнүмини йәниму юқири көрүш үчүн баш қатуруп, сәнәт программилири вә мәдәнийәт паалийәтлириниму бирликтә уюштуруп келиватқанлиқидин мюнхендики уйғур җамаитиниң өзигә охшашла интайин мәмнун икәнликини ейтип, уларниң әҗригә тәшәккүр билдүрди.









