Лоқманҗан абдулла: “сәфакөйдики курсимизни ана тил мәктипи қилип қуруп чиқиш арзуйимиз бар!”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2018.04.25
hira-til-terbiyelesh-merkizi-ana-til.jpg “һира тил тәрбийәләш мәркизи” дә оқуватқан оқуғучилар дәрслик китаблирини көтүрүшүп хош болушмақта. 2018-Йили 25-апрел, истанбул.
RFA/Abduweli Ayup

Истанбулдики уйғурлар әң көп җайлашқан йәрләрниң бири болған сәфакөйдә балиларниң қушқачтәк уйғурчә чувурлашлири билән җанлинип туридиған бир мәктәп бар, бу “һира тил тәрбийәләш мәркизи” дур. Бу мәркәздә һазир һәптидә бәш күн оқуйдиған пүтүн күнлүк вә йерим күнлүк ана тил синип оқуғучилири 80 дин ашқан. Мухбиримиз 2018-йили 25-апирил мәктәпни зиярәт қилди.

“һира тил тәрбийәләш мәркизи” ниң мудири лоқманҗан абдулла ана тил синипиниң ечилған вақти вә сәвәби һәққидә мәлумат бәрди. Униң ейтишичә, мәзкур тәрбийәләш мәркизидики ана тил синипи 2016-йили мартта тунҗи қарар оқуғучи қобул қилған болуп, һазирғичә үч қарар оқуғучи оқуш пүттүргән.

Лоқманҗан абдулларниң тонуштурушичә, һәр қарар оқуғучилар бир йиллиқ қобул қилинған болуп, а. Аюп түзгән елипбә вә ана тил дәрслики ишлитилгән. Бир йиллиқ оқуғучиларға бу икки китабниң мәзмуни аз келип қалғини үчүн мәркәз 3-қисим ана тил дәрслики түзүп чиққан вә апрелдин башлап оқутушқа башлиған.

Бу мәркәзниң ана тил синипида математика, ана тил вә түркчә дәрсләр тәсис қилинған. Оқуғучилар иккигә бөлүнгән болуп, бир қисми ана тил өгәнгәч мәктәптики түркчә вә математика дәрслирини тәкрар қилидикән. Йәнә бир қисми түркийәдики дөләт мәктәплиригә кириш үчүн һазирланғач ана тил өгинишни давам қилған. Мәркәздики оқутқучилар түркчини йетәрлик дәриҗидә билмәйдиған балилар болғини үчүн уйғур тилида математика дәрслики түзүп нәшр қилдурған.

Биз мәркәзниң ана тил оқутқучиси белиқиз ханимни зиярәт қилдуқ. Белиқиз ханим оқуғучиларниң өгиништә наһайити қизғин болуватқанлиқини, мәркәзниң балиларни риғбәтләндүрүш үчүн түрлүк паалийәтләрни уюштуруп бериватқанлиқини сөзләп бәрди. Белиқиз ханим бир оқуғучиниң қизитмиси өрләп қалған һаләттиму ата-анисиниң тосушлириға унимай мәктәпкә кәлгәнликини ейтип бизни тәсирләндүрди.

Мухбиримиз ағриқ һаләттә мәктәпкә кәлгән сүмәййә елини елипбә китабини оқуп беқишқа тәклип қилди.

“һира тил тәрбийәләш мәркизи” 2015-йили 14-декабир сәфакөйдә қурулған болуп, дәсләп әрәбчә, түркчә вә инглизчә оқутуш билән шуғулланған. 2016-Йили мартта ана тил синипи тәсис қилинған. Һазир мәркәздә 7 оқутқучи болуп 450 квадрат метирдин чоңрақ оқутуш бинасида 150 әтрапида оқуғучи оқумақта икән. Лоқманҗан абдулла ана тил синипини ана тил башланғуч мәктипи қилип қуруп чиқишни арзу қилидикән. У сәфакөйдики уйғурларға маарип арқилиқ ярдәм беришни, балиларниң түркийәдә мувәппәқийәтлик кишиләрдин болушиға һәссә қошуш үчүн түркийәдики зиялийлар, өлималар вә җамаәт әрбаблири бирликтә тиришчанлиқ көрситишни арзу қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.