Германийәдә “тәңритағ ғунчилири” ана тил мәктипи қурулди
2019.01.24
Германийәниң карлсрух шәһиридә қурулған “тәңритағ ғунчилири” ана тил мәктипи рәсмий оқуш башлиди.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һакимийитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи, ассимилятсийә сиясити вә мәхсус җаза лагерлирини қуруп елип бериватқан етник тазилаш һәрикитигә қарши муһаҗирәттики уйғурлар арисида күчлүк қаршилиқ вә тиркишиш вәзийити мәйданға чиқмақтикән. Ана тилни қоғдап қелиш вә миллий кимликни сақлап қелишқа урунуш паалийәтлири буниң җанлиқ өрнәклиридин һесаблинидикән.
19-январ күни германийәниң карлсрух шәһиридә қурулған “тәңритағ ғунчилири” ана тил мәктипи тунҗи саәтлик дәрсини өтүп, бу әтрапқа җайлашқан уйғур мусапирлириға германчә өгитиш, яш өсмүрләргә уйғур ана тилидин дәрс бериш паалийитини рәсмий йолға қойған.
Дөләтниң тәстиқи вә маддий ярдәмлири билән қурулған бу мәктәпниң қурулуш хизмәтлиригә һәссә қатқан вә мәсуллуқ хизмитини үстигә алған дуня уйғур қурултийи аяллар комитетиниң мудири амангүл әзиз ханимниң билдүрүшичә, мәктәптә тунҗи қәдәмдә 2 синип тәңла дәрс башлиған болуп, бу мәктәпниң қурулуши шу йәрдики уйғур җамаитини сөйүндүргән.
“тәңритағ ғунчилири” ана тил мәктипигә оқутқучилиққа тәйинләнгән рабийә абла ханим бу һәқтә тохталғанда дәрсләрниң уйғурларниң миллий һәм диний кимликигә аит темилар асасида 5 түргә бөлүнүп өтилидиғанлиқини баян қилди.
“тәңритағ ғунчилири” ана тил мәктипиниң оқуғучиси нилуфәр ханим карлсрух шәһиридики уйғур җамаитигә нисбәтән бу мәктәпниң қурулушиниң зор хушхәвәр вә тәбрикләшкә әрзийдиған бир һадисә болғанлиқини тилға алди.