Голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити ана тил тәрбийәсини күчәйтмәктә

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2017.02.27
gollandiye-ana-til-kursi.JPG 2015-Йили ана тил курсиниң оқуғучилири хатириси.
RFA/Pidaiy

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити бу йил киргәндин бери йеңидин сәпкә қетилған яш әвладларниң еһтияҗиға асасән, шәнбә күнлири мәхсус синип тәсис қилғандин бери, йирақ-йеқинлардин пәрзәнтлирини оқутуш үчүн келиватқан ата-аниларму өз-ара тәшкиллинип, өз-ара билим алмаштуруш билән өзлириниң бир күнини мәнилик вә әһмийәтлик өткүзмәктә. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған бир ханим өзиниң бу һәқтики һес-туйғулирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити оқутқучилиридин һүсәйин тәҗәлли әпәнди, голландийәдики йәрлик маарип системисиниң артуқчилиқлири вә йетәрсизликлири үстидә һес қилғанлири үстидә тохтилип келип, ана тил оқу-оқутушида һәл қилиниши тәқәзза қилинған җиддий мәсилиләр һәққидә елип бериливатқан хизмәтләрдинму мәлумат берип өтти.

Мәзкур җәмийәт мәсуллири 2013‏-йили, һазирқи мәркизи орунда муқимлишиштин илгири голландийәниң ховда, кастрком вә өтрехт өлкилиридә мәркәзлик олтурақлашқан уйғурларниң пәрзәнтлирини улар турушлуқ шәһәр-йезиларға берип, тәрбийиләш елип барған болса; кейинчә интернет васитилиридин скайпи қатарлиқларда гуруппа тәшкилләп, қәрәллик дәрс бәргән иди. Бу җәмийәт түрлүк қийинчилиқларға қаримай вәтәндашлириниң күчлүк тәлипи вә қоллап-қуввәтлиши нәтиҗисидә 2013‏-йили 1‏-айдин башлап, голландийәниң зәйст шәһиридә муқим орун киралап, тәлим-тәрбийә ишлирини мунтизимлаштурди вә системилаштурушқа йүзләнди. Шундақ қилип өзиниң төт йиллиқ мусаписидә аз болмиған нәтиҗә вә савақларни йәкүнлигән явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити өзиниң чәклик имканлири билән вәтәндашлириниң имканлиридики ортақ нуқтида йеңи-йеңи пиланларни түзүп, тәлим-тәрбийә хизмитиниң раваҗлиниши үчүн тиришмақта.

Бу һәқтә йәнә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәлим-тәрбийә бөлүминиң мәсули иса қараһаҗимму мәзкур җәмийәт йетәкчиликидә голландийәдә елип бериливатқан омумий хизмәтләрни хуласилиди вә бу җәһәттә вәтәндашлиридин күтидиған үмид-тәләплириниму қистуруп өтти.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити голландийәдики уйғурларниң ана-тил вә миллий-диний тәлим-тәрбийисини раваҗландуруш йолида бар имканлири билән изчил тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.