Муһаҗирәттики уйғур балилириға ана тил өгитиштә рәсим, уссул вә ағзаки сәнәт
2017.12.09

Австралийә, шиветсийә, германийә вә норвегийәдики уйғурларниң ана тил курслири һәққидә қилинған зиярәт давамида рәсим, усул вә уйғур ағзаки сәнитиниң оқуғучиларни ана тилға җәлп қилишта муһим рол ойниғанлиқи оттуриға чиқти.
Явропада шиветсийәдики рәссам ярқин әпәнди дәрс бериватқан ана тил курси, германийәдә халисә абдулла ачқан уйғур уссул курси, мәрвайит һапиз ачқан рәсим курси, германийә уйғур аяллар комитетиниң рәиси нурниса исмаил ачқан чөчәк-қошақлар арқилиқ ана тил өгитиш курси изчил давам қилип кәлмәктә икән.
Халисә абдулла ачқан уйғур уссул курси он нәччә йилдин бери уйғур балиларға ана тилини, уйғур мәдәнийитини өгитипла қалмай уларға өмлүк, җамаәтчилик вә уйғурлуқ роһини сиңдүрүштә муһим рол ойнап кәлгән. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат юруңқаш әпәндиниң қаришичә, халисә ханим ачқан бу уйғур уссул курси германийәдә мәдәнийәтлик бир уйғур образиниң шәкиллинишидә, уйғур мәдәнийитиниң тонулушида вә уйғур давасиниң етирап қилинишида муһим рол ойниған.
Германийәдә яшайдиған язғучи абрал әпәнди, уссул курсиниң үзүлүп қалмай давам қилишида муһим амиллардин оқуғучиниң қизғинлиқи, оқутқучиниң кәспи сапаси болғандин башқа һәқлиқ болушиниңму тәсири барлиқини оттуриға қойди.
Шиветсийәдә яшаватқан рәссам ярқин әпәнди, рәсим ата қилған ипадиләш әркинлики, тәсәввур дуняси вә гүзәлликниң оқуғучиларни қизиқтуруп кәлгәнликини ейтти. Униңчә, муһаҗирәттики балилар ят тилда сиңгән, ят тил һөкүмранлиқ қилидиған реаллиқни ата-анилириға ана тилда баян қилалмайдиған болғачқа улар билән рәсим арқилиқ һессият вә пикир алмаштуруш уларни ана тил дунясиға башлашниң муқәддимиси һесаблинидикән.
Германийә уйғур аяллар комитетиниң рәиси нурниса исмаил ханим германийәдики уйғур балиларниң ана тил оқутушида нуқсанниң оқутуш усули, оқутқучи мәсилисидин башқа ата-ана вә оқутқучиларға ортақ мәсилиниң балиларни чүшәнмәслик икәнликини оттуриға қойди. Униңчә, балиларниң бәзлири уйғурчини пәқәтла билмәйдикән. Шуңа қилинидиған иш ана тил өгитиш әмәс, бәлки ана тил тирилдүрүш, һәтта ана тилни иккинчи бир тил сүпитидә өгитиш мәсилиси икән. Униң қаришичә, арам елиш күнидики ана тил оқутушини мәктәп, курс демәй бир оюн, бир паалийәт яки бир көңүл ечиш сүпитидә балиларға чүшәндүрүш бәкрәк мувапиқ икән.
Нурниса ханим 2014-йилдин башлап мюнхен шәһәрлик һөкүмәткә қарашлиқ җәмийәт мәмурийитиниң ярдими билән ана тил оқутуши билән шуғуллинип кәлгән болуп, 2018-йилдин башлап көчмәнләр мәҗлисиниң бәш йиллиқ ярдимигә еришкән.
Муһаҗирәттики ана тил оқутушида рәсим, уссул вә уйғур ағзаки сәнитидин пайдилинишниң германийә, шиветсийә вә австралийәдики мувәппәқийити бу усулниң муһимлиқини испат қилмақта икән.
Бундин башқа муһаҗирәттики уйғур балиларниң ана тилдин саватсиз әмәс, бәлки бихәвәр қалғанлиқи, пәрзәнтләргә ана тилни юқириқидәк уссул, рәсим вә түрлүк ағзаки сәнәт арқилиқ өгәтмәйму амалниң йоқлуқини ашкарилимақта икән. Норвегийә, канада, әнглийә қатарлиқ әлләрдики ана тил курслиридин игилигән әһвалларға қариғанда, уйғурчә тили чиқмиған балиларниң сани хелила көп болуп оқутқучиларға қийинчилиқ туғдуруватқанлиқи мәлум болди. Бу йил сентәбирдин башлап канададики ана тил курсиға 40 тин артуқ оқуғучи йиғилған болуп, бир қисминиң пәқәтла уйғурчә билмәйдиғанлиқи оқутқучи йетишмәслик мәсилисини пәйда қилип ата-аниларниң бешини қатуруватқан икән. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн канада вә әнглийәдики ата анилар вә ана тил ихласмәнлири ана тилға даир китабларниң уйғурчила әмәс, уйғурчә инглизчә икки тиллиқ чиқиши лазимлиқини тәләп қилишмақта икән.