Қазақистандики мутәхәссисләр хитайниң қош тил маарипини қазақистан көп тиллиқ маарипиға селиштурди
Қазақистан үч тиллиқ йәни дөләт тили қазақ тилида, милләтләр ара тил рус тилида вә хәлқара тил инглиз тилида билим бериш сияситини әмәлийләштүрүш алдида туриду.
-
Мухбиримиз гүлчеһрә
2016-05-10 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Қазақистан үч тиллиқ йәни дөләт тили қазақ тилида, милләтләр ара тил рус тилида вә хәлқара тил инглиз тилида билим бериш сияситини әмәлийләштүрүш алдида туриду.
Игилишимизчә, һазир қазақистанда қазақ вә рус тиллиқ мәктәпләрдин ташқири йәнә өзбек, уйғур вә таҗик тиллиқ мәктәпләрму мәвҗут болуп, үч тиллиқ билим бериш сиясити әмәлгә ашқан тәқдирдә бу миллий мәктәпләрниң балилири ана тилини қошқанда төт тилни билидиған болуп чиқидикән. Қазақистандики бир қисим уйғур мутәхәссисләр қазақистанниң бу хил тил сияситини хитайниң уйғурларға қаратқан аталмиш “қош тиллиқ маарипи” билән селиштурди.
Шундақла улар йәнә, һазирқи вақит қазақистанниң бу йеңи маарип сияситиниң әмәлийлишиш җәрянлирида қазақистандики уйғур тили оқутушиға елип кәлгүси сәлбий тәсирләрниң алдини елишта, тиришчанлиқ көрситидиған һалқилиқ бир басқуч икәнликини көрсәтмәктә. Қазақистандики уйғур мутәхәссисләрдин дилнур қасимова вә алимҗан һәмрайиф әпәндиләр мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип көз қарашлирини оттуриға қойди.
Мәлумки қазақистан мустәқил болғандин кейин қазақ тилини қутулдуруш билән тәң, һәр қайси милләт тилиниң әркин, баравәр тәрәққий қилиши күчлүк сиясий капаләт билән тәмин етилгән. Һазирқи заман уйғур тилини қелиплаштуруш һәмдә чағатай уйғур тилини тәтқиқ қилиш темилири бойичә, илгири үрүмчидә тәтқиқат ишлири билән шуғулланған вә рус тилида китаб йезип, уйғурларниң сиясий вә иҗтимаий мәсилилирини тонуштурған алматидики тилшунас дилнур қасимова ханим зияритимизни қобул қилип, үч тиллиқ билим сияситигә көчүш заман тәлипи болғанлиқтин оттуриға чиққан бир тоғра сиясәт дәп қарисиму, әмма униң уйғур тилида дәрс бериватқан мәктәплиридә охшаш система вә тәләп билән йолға қоюлғанда уйғур тили оқутушиниң салмиқи вә нәтиҗисигә елип келидиған тәсирлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди һәмдә “қазақ тили оқутуши күчәйтилгәндә дөләт тили болған қазақ тили уйғур тилиға йеқин тил болғачқа ана тили оқутушиниң салмиқи билән тәңпуңлуқни сақлимиғанда уйғур тилиниң дөләт тили сүпитидики қазақ тилиға ассимилятсийә болуш еһтималлиқини ойлашмай болмайду. Бу хил тиллар арисидики риқабәттә ана тилни қоғдап қелиш, ана тилимизни пухта билип, шу дәриҗидә башқа тилларни өгәнгәндә балиларниң келәчики болиду шундақла уйғур тилиниң келәчикиму шуниңға бағлинишлиқ” дәп оттуриға қойди.
Дилнур ханимниң қаришичә, һазир хитайниң уйғурларға йолға қоюватқан қош тил маарипини пүтүнләй ассимилятсийә сиясити дейишкә болиду, бу хил ассимилятсийәниң тәсири ойлиғандинму тез болуши мумкин. Дилнур ханим йәнә мундақ дәп оттуриға қойди “бу қош тил маарипиниң тәсиридә мубада уйғурлар вәтинидә уйғур миллий маарипи вә тили йоқайдикән, қазақистандики уйғур тилиму мәвҗут болуп туралмайду, чүнки у қазақистанда мәвҗутлуқини сақлаватқан уйғур тили оқутушиниң һаятлиқ булиқи-уйғурлар вәтини. Ана тилиниң ишлитилиши вә тәрәққий қилиши миллий маарип ишлириниң тәрәққиятидин айрилалмайду.”
“тил-милләтниң муһим алаһидилики болуш сүпити билән тил мәсилиси-миллий мәсилиләрниң муһим бир тәркибий қисми, шундақла миллий баравәрликни, җәмийәтниң турақлиқини ишқа ашуруштики һалқилиқ назук мәсилә һесаблиниду. Милләтләрниң тилиға қандақ муамилә қилиш-миллий мәсилиләрни мувәппәқийәтлик һәл қилиш яки қилалмаслиққа мунасивәтлик зор мәсилә” дәп оттуриға қойған русийә тәбиий пәнләр академийисиниң әзаси, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф шуниң үчүнму қазақистанда обйектип шараитта мәйданға чиққан 3 тиллиқ сияситини қоллайдиғанлиқини, әмма үч тиллиқ билим бериш сиясити қазақистандики миллий мәктәпләрдә қандақ йүргүзүлүши қелиплашмиған һазирқи пәйтни чиң тутуп нурғун ечинишлиқ мәсилиләрниң һәл қилиш йолини тепиш вә униң үчүн һәрикәт қилиш еһтималлиқлириниң барлиқиниму әскәртип мундақ деди: “қазақистан мустәқил болғандин кейин милләтләр тил мәсилисини һәл қилишта бәлгилик тәҗрибиләргә игә болди, бу кәлгүсидә уйғурларғиму пайдилиниш қиммити бар, қазақистанниң тәҗрибисидин шуни көрүшкә болидуки, бир тиллиқ ассимилятсийә сияситиниң тәсири чоңқур вә зор болиду, униң тәсиридин қутулуш үчүнму узун мәзгил кетиду. Хитай билән қазақистанниң тил сияситидики пәрқ һәққидә хуласигә кәлсәк, хитай һөкүмити қоллиниватқан аталмиш қош тил маарипини қош тиллиқ дейишкә болмайду, бу бир тиллиқ дөләт тили сиясити. Қош тил болғанда һәр икки тилдики милләтләр бир -бириниңкини охшаш дәриҗидә, охшаш нормида өгиниши керәк, йәни уйғурлар хитай тилини өгәнгәндәк, хитайларму уйғур тилини өгиниши керәк. Бу бирла дөләт тили сиясити, шу дөләттә милләтләрниң иттипақлиқиниң ишқа ашмаслиқида әң муһим мәсилә болуп қалиду. Әмәлийәттә хитайға қарайдиған болсақ, уйғурларға бир тәрәптин миллий баравәрликни тәрғиб қилса, йәнә бир тәрәптин миллий тилни чәткә қақти. Қанун турғузушта тилини кәмситишкә даир маддини тапқили болмисиму, әмма әмәлийәттә миллий маарипқа, тилға сәл қарайдиған һадисиләр йүз бәрмәктә.”
Көп тиллиқ сияситиниң уйғур миллитиниң тәрәққияти үчүнму охшаш муһимлиқини тәкитлигән алимҗан һәмрайиф әпәнди йәнә көп милләтлик дөләтләрдә қазақистан җүмлидин хитайниңму милләтләр тили мәсилисиниң муһимлиқиға, мурәккәпликигә әстайидил муамилә қилиши керәкликини оттуриға қоюп, чоң милләт тилиниң муһимлиқини гәвдиләндүрүш билән тәң, миллий мәктәпләрниң ана тилиниң тәқдири, келәчәктики тәрәққиятиға капаләтлик қилиш үчүн әмәлийәткә уйғун келидиған, илмий болған тил сияситини бәлгиләп чиқиш зөрүр деди вә буниң үчүн явропа бихәтәрлик кеңиши тәвәликидики дөләтләрниң аз санлиқ милләтләргә қаритилған тил маарип сияситини узақ йиллиқ әмәлий тәҗрибидин йәкүнлигән “гаага тәвсийиси” ни үлгә қилип, әмәлий тәдбиқлиши керәкликини тәвсийә қилди.
Қазақистандики уйғур доктор алимҗан һәмрайеф 20-апрелда голландийәниң гаага шәһиридә чақирилған “аз санлиқларниң көп тиллиқ маарип пилани йиғини” ға қатнашқан иди. Униңда аз санлиқ милләтләрниң тили, мәдәнийитини қандақ тәрәққий қилдуруш һәмдә шу дөләтләрдә яшаватқан һәр милләт хәлқлириниң орнини юқири көтүрүш, җәмийәт вә һөкүмәт ишлириға қандақ җәлп қилиш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинған.
Мәлум болушичә, қазақистандики уйғур тиллиқ мәктәпләрдиму көп хил тилда тәң оқутуш программиси синақ тәриқисидә йолға қоюлмақта, қазақистандики көп тиллиқ билим бериш программиси явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң лайиһиси билән әмәлгә ашурулмақта.