Қирғизистанда “талланма мақалиләр” намлиқ топлам нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз азад қасим
2014.12.03
tallanma-maqaliler-kitab.jpg “талланма мақалиләр” намлиқ китабниң муқависи. 2014-Йили декабир, қирғизистан.
RFA/Azad

Қирғизистандики тонулған уйғур зиялийси шәмшидин абдуреһимниң алтә бабтин тәркиб тапқан “талланма мақалиләр” намлиқ китабини тарқитиш мурасими 3-декабир күни бишкәктики “ават” ресторанида өткүзүлди.

Апторниң бу топламға киргүзүлгән мақалилири уйғур миллитиниң түп мәнпәәтигә мунасивәтлик муһим мәсилиләргә беғишланған болуп, муәллип бу мақалиләрдә уйғур хәлқиниң инсани һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилинишиға қарши илип бериватқан әркинликни қолға кәлтүрүш йолидики күрәшлирини йорутуп беришкә тиришқан. Китабта йәнә, уйғур хәлқиниң һазирқи заман тарихидики ярқин сималар, болупму уйғурларға анчә тонушлуқ болмиған вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр инсанлар һәққидики мәлуматлар орун алған. Омумән китабта оттуриға қоюлған мәсилиләр тема даирисиниң кәңлики һәмдә мурәккәплики билән оқурмәнләрни өзигә җәлп қилиду.

Мурасимда сөз қилғанлар, йеңи әмгикиниң рояпқа чиқиши мунасивити билән апторни тәбрикләйдиғанлиқини билдүрүш билән биргә, униң “иттипақ” гезитиниң баш муһәррири болуп турған мәзгилдики хизмәтлирини юқири баһалайдиғанлиқлирини билдүрүшти.

Мурасимдин кейин ихтиярий мухбиримизниң зияритини қобул қилған китаб аптори шәмшидин абдуреһим китабқа киргүзүлгән мәзмунлар вә өзиниң өмүр баяни һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.