Түркийәдә алий мәктәп оқумақчи болғанларға хушхәвәр
2013.05.02
Түркийәдә толуқ курс бойичә университетта оқумақчи болған барлиқ оқуғучилар төт көз билән күтүватқан хушхәвәр рәсми елан қилинди.
Бу оқуш пули мукапатиға дуняниң һәр қайси җайлиридики шәрти тошқан барлиқ уйғурлар тизимлатса болиду. Түркийидики әң алдинқи қатардики яхши университетларда сиясәт билимлири, хәлқара мунасивәт, қанун, инженерлиқ, ислам дини билимлири, йеза игилик, иқтисад, учур - алақә, тарих, җәмийәтсунаслиқ, бинакарлиқ, тилшунаслиқ вә униңдин башқа нурғунлиған кәсипләргә тизимлатқили болиду. Илтимас қилидиған кәсипләр вә алий мәктәпләрниң тизимлики, тизимлитиш торидин таллиғили болидиған шәкилдә берилиду. Бу сәвәбтин оқуғучилар өзлири арзу қилған кәсипләр вә алий мәктәпләрни халиған шәкилдә таллиялайду.
Тизимлитиш ишлири: 5 - айниң 6 - күнидин башлинип 6 - айниң 6 - күни ахирлишиду.
Чәтәллик оқуғучиларни түркийә әкилип оқутуш ишлириға мәсул түркийә чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиниң тор бетидики еланға асасланғанда тизимлитиштики асаслиқ шәртләр төвәндикиләрдин ибарәт икән:
1. 1992 - 1 - 1 Дин кейн туғулған болуши,
2. Толуқ оттура мәктәпни пүттүргән болиши,
3. яки бу йил оқуш пүттүридиған болуши6 - айниң
4. Кимлик (паспорт болмисиму, кимлик билән тизимлатқили болиду)
Башқа алаһидә шәрт керәк болса, тизимлашқа башлиғанда. Уйғур оқуғучи ишлири комитетиниң тор бетидә яки төвәндики тор бетидә елан қилип туриду.
Тизимлитиш бивастә тор арқилиқ болиду вә төвәндики тордин тизимлитисиз.
http://www.turkiyeburslari.gov.tr/index.php/en/
Тизимлаш усуллири вә қәдәм басқучилири, төвәндики тордики син филимидә көрситилгәндәк болиду, бу тордики инкасларни тәпсили көрүп чиқиң. Сиз соримақчи болған суалларға вә тизимлитиш җәрянида йолуққан мәсилиләрни қандақ һәл қилишқа җавап болалайду.
http://uyguroku.com/?p=939
Син филимлириниң бивастә улиниши:
http://v.youku.com/v_show/id_XNTI0ODM4MDA0.html
https://www.youtube.com/watch?v=eqfz2K-QpcY&feature=youtu.be
Түркийидә магистир вә докторлуқ унванлири үчүн оқумақчи болғанларни тизимлаш хизмити өткән айниң ахирида ахирлашқан иди. Һазир таллаш хизмити давамлашмақта. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда талланған оқуғучиларниң тизимлики 6 - айниң башлирида елан қилинидикән.
Биз түркийәдә алий мәктәптә оқумақчи болған уйғур оқуғучиларға техиму тәпсилий мәлумат бериш үчүн уйғур оқуғучи ишлири комитети муавин мудири алимҗан буғра әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.