Муһаҗирәттики мутәхәссисләр: уйғур тили йоқалмайду вә йоқатмаймиз

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.05.11
qosh-til-mektep.jpg Хитай һөкүмити мәбләғ аҗритип уйғур елидики қош тил йәслисини 2011-йилғичә 85% кә йәткүзүшни пиланлиған.
CCTV

Хәлқаралиқ тилшунас вә милләтшунаслар йеқинқи йилларда бир қисим милләтләрниң тили йоқилиш хәвпигә дуч келип қалғанлиқини көп қетим агаһландурди.

Хитай һөкүмитиниң йүргүзүватқан қош тил маарипи вә башқа миллий сиясәтлириниң тәсиридә, уйғур тилиниңму хирисқа дуч келиватқанлиқи билдүрүлмәктә. Бу ана тил кризиси уйғур елиниң ичи сиртида бирдәк уйғурларда ана тилни қоғдаш  паалийәтлирини  мәйданға кәлтүрди. “уйғурлар ана тилини қандақ қилип қоғдап қалалаймиз?” дегән темида муһаҗирәттики бир қисим уйғур зиялийлири билән сөһбәт уюштурдуқ.

Бу темидики сөһбитимиздә, қазақистандики филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф вә қәдимки тиллар тәтқиқатчиси америкидики доктор қаһар барат әпәндиләр охшашла гәрчә уйғур тилини, йоқап кетиш гирдабиға берип қалған тил, дәп һесаблимисақму әмма хирисқа учраватқан бир тил дәп көрситип, хитай яки башқа дөләтләрниң уйғур ана тилини қоғдашта мәхсус тил сиясәтлири йолға қоюшини күтүштин көрә һәр бир уйғур уйғур ана тилини қоғдап қелишни өзидин вә аилидин башлашни тәвсийә қилди.

Юқиридики аваз улинишидин уларниң сөһбитигә иштирак қилғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.