Ғулҗа шәһәрлик маарип идариси барлиқ дәрсләрниң хитай тилида өтүлүватқанлиқини етирап қилди

Мухбиримиз меһрибан
2017.09.14
qosh-til-yesli-liu-yangdong.jpg Хитай муавин баш министири лю йәндоң(оттуридики аял) қош тил йәслисини көздин кәчүрмәктә. 2015-Йили 27-сентәбир, хотән.
XINHUA

Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 7-айда чиқарған һөҗҗитидә бу йиллиқ йеңи оқуш мәвсумида дөләт бойичә ортақ ишлитилидиған хитайчә дәрсликләрниң өтилидиғанлиқини елан қилған иди. Бу қарар чәтәлләрдики уйғур җамаити арисида күчлүк инкас қозғиди. Илгири радийомиз зияритини қобул қилған бир қисим оқутқучилар билән ата-аниларму уйғур тилиниң маариптин сиқип чиқирилишиға болған әндишисини билдүргән иди. Ғулҗа шәһәрлик маарип идарисидин телефонимизни алған бир нәпәр хитай хадим нөвәттә ғулҗадики барлиқ мәктәпләрдә аталмиш “дөләтниң ортақ тили” да дәрс өтүш башланғанлиқини дәлиллиди.

14-Сентәбир йеңи оқуш мәвсуми башланғиниға икки һәптә болғанда или дияридики бир қисим оқутқучиларға вә ғулҗа шәһәрлик маарип идарисигә телефон қилип, бу йиллиқ йеңи оқуш мәвсумида бир туташ тарқитилған хитай тилидики дәрсликләр һәққидә әһвал игилидуқ.

Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бир пешқәдәм оқутқучи, 10-сентәбирдики оқутқучилар байриминиң өзи күтүвалған әң көңүлсиз бир байрам болғанлиқини билдүрди. У, уйғур тилиниң маарип системисидин сиқип чиқирилиши өзигә охшаш нурғун оқутқучиларни қайғуға салғанлиқини илгири сүрди.

У мундақ деди: “шундақ, бу йиллиқ оқутқучилар байримида наһийилик маарип идаридикисиләр вә йезилиқ һөкүмәттин бирқанчә киши ‛пешқәдәм оқутқучиларни йоқлидуқ‚ дегән намда совғатларни көтүрүп йоқлап кәлди. Әмма мениң көңлүм бәк йерим. Һазир мәктәпләрдә уйғур тили әмәлдин қалдурулуп, униң орниға хәнзу тилидики дәрсликләр өтиливатиду. Тәҗрибилик уйғур оқутқучилар һәр хил баһаниларда өйлиригә қайтурулди. Уларниң орниға ичкири өлкиләрдин ярдәм намида кәлгән түркүм-түркүм хәнзу оқутқучилар орунлаштурулди.”

Хитай тили сәвийә имтиһанидин өтәлмиди дегән баһанидә хизмитидин тохтитилған бир нәпәр йеза оқутқучисиму, наразилиқини ипадиләп өзигә охшаш 40 яштин ашқан бир түркүм оқутқучиларниң бирқанчә йилдин буян түркүм-түркүмләп өйлиригә қайтурулғанлиқини билдүрди.

Нөвәттә уйғур диярида аталмиш “дөләт тили маарипини омумлаштуруш” намида йолға қоюлуватқан хитайчә оқутуш һәққидә мунасивәтлик даириләрниң инкасини игиләш үчүн ғулҗа шәһәрлик маарип идарисигә телефон қилдуқ.

Өзини маарип идарисидики кадирлар бөлүминиң хизмәтчиси дәп тонуштурған бир нәпәр хитай кадир йеңи оқуш мәвсумидин башлап ғулҗадики мәктәпләрдә хитай тилидики дәрсликләрниң өтүлүватқанлиқини инкар қилмиди.

“бу ғулҗа шәһәрлик маарип идариси. Шундақ, бу мәвсумда аптоном районлуқ маарип назаритиниң уқтурушиға асасән дөләт бир туташ тарқатқан ‛дөләт ортақ тили‚ да түзүлгән дәрсликләр өтүлүватиду. Аптоном районлуқ маарип назаритиниң бу һәқтә мәхсус қизил башлиқ һөҗҗитиму бар. Бизгә уқтуруш или қазақ аптоном областлиқ маарип идариси тәрипидин чүшүрүлди. Бу оқуш мәвсумида һәқиқәтәнму ғулҗадики барлиқ мәктәпләрдә дәрсләр ‛дөләт тили‚да өтиливатиду. Мән маарип идарисиниң кадирлар бөлүминиң мәсули. Оқутқучиларниң мааши қатарлиқ ишларни башқуримән. Сиз техиму тәпсилий әһвалларни биләй десиңиз, маарип идарисиниң оқутуш башқармиси, ‛қош тиллиқ маарип ишханиси‚, оқутуш тәтқиқат мәркизи қатарлиқ бөлүмләргә телефон қилсиңиз болиду.”

Униңдин аталмиш “дөләт тили” уқуми һәққидә ениқлима беришни тәләп қилғинимизда, у “дөләт тили дегән аталғу әмәлийәттә маңиму йеңи билиниду. Мениңчә, һазир тәкитлиниватқан ‛дөләт ортақ тили маарипи‚ дегини бәлким дөлитимиздә ортақ қоллиниливатқан һәммә адәм чүшинидиған ‛путуңхуа‚, йәни ортақ тилни көрсәтсә керәк,” дәп җаваб бәрди.

Бу хитай кадирдин “ғулҗадики мәктәпләрдә уйғур тилида өтүлидиған дәрсләр пүтүнләй тохтидиму” дәп сориғинимизда, у бундақ инчикә мәсилиләргә җаваб бериш әпсизликини билдүрүш билән биллә ғулҗадики мәктәпләрдә ана тил дәрси намидики уйғур тили дәрсини өтүш йәнила давамлишиватқанлиқини билдүрди.

“сиз сориған бу назук мәсилиләрни вә немә соримақчи икәнликиңизни мән билдим, әмма мән тәпсилий җаваб берәлмәймән. Бу мәвсумдин башлап барлиқ дәрсләрни хитай тилида өтүш һәққидики һөҗҗәт бизгә или қазақ аптоном областлиқ маарип идарисидин чүшүрүлди. Бу һөҗҗәт уйғур аптоном районлуқ маарип назарити чиқарған һөҗҗәт икән. Әмма билишимчә һазир мәктәпләрдә ана тили оқутуши намидики уйғур тили дәрси йәнила уйғур оқутқучилар тәрипидин өтиливатиду.”

Бу йил 7-айниң оттурилири ашкариланған уйғур аптоном районлуқ маарип назарити чиқарған һөҗҗәттә 9-айда башлинидиған йеңи оқуш мәвсумида уйғур дияридики барлиқ мәктәпләргә хитай бойичә ортақ ишлитилидиған хитайчә дәрсликләр тарқитилидиғанлиқи, башланғуч мәктәпниң 1-йиллиқи, толуқсиз оттура мәктәпләрниң 1-йиллиқидики оқуғучиларға пүтүнләй хитай тилидики дәрслик китаб тарқитилғанлиқи мәлум болған иди. Әйни чағда бу һөҗҗәт чәтәлләрдики уйғур җамаити арисида күчлүк наразилиқ инкаси қозғап тәнқидкә учриған иди. Уйғур елидин радийомиз зияритини қобул қилған оқутқучилар вә ата-аниларму уйғур тилиниң маариптин сиқип чиқирилишиға болған наразилиқи вә әндишисини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.