Норвегийәдә уйғур путбол командилар ара достлуқ мусабиқиси елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.09.06
norwegiyediki-uyghur-putbol-komandiliri.jpg Норвегийәдики уйғур путбол командилири 3-қетимлиқ йиллиқ достлуқ мусабиқисидә хатирә сүрәттә. 2016-Йили 4-сентәбир.
RFA/Éhsan

3- Вә 4-сентәбир күнлири норвегийәниң шиеин шәһиридә норвегийәдики уйғур путбол командилириниң 3-қетимлиқ йиллиқ достлуқ мусабиқиси өткүзүлгән.

Бу мусабиқигә норвегийәниң төт чоң шәһиридики уйғур яшлардин тәшкилләнгән төт команда қатнашти.

Бу қетимлиқ мусабиқини норвегийә уйғур комитети тәшкиллигән болуп, норвегийә уйғур комитетиниң тәнтәрбийә ишлири мәсули мутәллип әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимлиқ мусабиқә норвегийәниң шиеин шәһириниң саһибханилиқида өткүзүлгән.

Мусабиқигә һәр қайси шәһәрдин кәлгән командилар айланма шәклидә қатнашқан болуп, һәммә командилар өз-ара учришиш пурситигә игә болған.

Мутәллип әпәндиниң илгири сүрүшичә, норвегийәдики һәр қайси шәһәрләрдики уйғур командилар йилда бир қетим болсиму, достлуқ путбол мусабиқиси уюштуруш арқилиқ, командилар ара пәқәтла мусабиқидики нәтиҗини нишан қилиш әмәс, бәлки уйғур яшлириниң өз-ара тонушуш, достлуқ орнитиш, әң муһими уйғур дава сепини күчләндүрүшкә асас селиш мәқситидә топ ойнап, путбол васитиси билән һәмкарлиқ вә иттипақлиқини күчәйтишни мәқсәт қилидикән.
Телефон зияритимизни қобул қилған норвегийә уйғур комитетиниң тәнтәрбийә ишлири мәсули мутәллип әпәнди командиларниң нишан-ғайилири һәмдә шу күнлүк мусабиқә әһвали һәққидә мәлумат бәрди.
Норвегийәдики зиялийлардин қарахан әпәнди бу қетимлиқ мусабиқә һәққидә өзиниң һес қилғанлирини аңлатти.

Бу қетимлиқ мусабиқә норвегийәдики уйғур җамаити вә уйғур яшларниң йеқиндин қоллап қуввәтлишигә еришкән болуп, норвегийәдики яшлардин зияритимизни қобул қилған зулқәрнәйин өз тәсиратини ипадилиди.

Путбол мусабиқисигә пәқәтла команда әзалирила қатнишип қалмай, бәлки уларниң аилә әзалириниң нәқ мәйданға берип қатнишиши, уларниң аилә тавабиатлири болупму, пәрзәнтлириниму бир учришиш пурсити билән тәминлиди.

Мусабиқиниң уйғур ана тилини кәң қоллиниш арқилиқ, өз-ара әһваллишип, қериндашлиқ меһир-муһәббитини чоңқурлаштурушқа түрткә болидиғанлиқини илгири сүргән ситивангир командисиниң команда башлиқи иляр әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.