Хотән деһқанлири һәптидин буян кәлкүн билән елишмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.08.03
Uyghur-elida-kelkun-su-apiti-305 2007 - Йили 7- айниң 11 - күни пичан наһийисидики йезиларда йүз бәргән кәлкүн апити.
AFP Photo

Июлниң оттурилиридин башланған томуз иссиқ тәсиридә муз тағлар тез ерип, юруңқаш, қарақаш дәрялириға 10 йилдин буянқи әң шиддәтлик кәлкүн апити кәлди, икки дәря вадисида деһқанлар иқтисадий чиқим, һаяти хәвпкә қаримай кәлкүндин мудапиә көрмәктә.

Гәрчә хәвәрләрдә бу апәтниң пәсил характерлик тәбиий апәтлики әскәртилгән болсиму, бирақ йәрлик амма бу дәря вадилирида йиллардин буян давам қилған тәртипсиз қаш теши қезиш һәрикәтлиридә дәряниң икки қенидики тәбиий таш тосақларниңму бузулуши сәвәблик пәсиллик кәлкүнниң йилдин-йилға еғир апәт кәлтүрүп чиқириватқанлиқини баян қилмақта.

Хотән вилайити мәмурий ториниң 31-июл хәвиридин мәлум болушичә, хотәнниң қарақаш вә юруңқаш дәрясида су еқини һазирму алаһидә күчлүк болуп, хотән вилайитиниң қарақаш, хотән наһийилириниң бир қисим кәлкүн тосуқлири, йол вә бир қисим етизлирини бесип кәткән, қарақаш вә юруңқаш дәрялирида йүз бәргән 10 йилдин буянқи әң еғир кәлкүн апити һесабланған бу шиддәтлик кәлкүн апити һазирму давамлишиватқан болуп, һәптидин буян икки наһийидики 15 миң әтрапида деһқан вә бир қисим әскәрләр апәттин қутқузуш үчүн кечә-күндүз, хәтәрлик вә җапалиқ әмгәк қилмақта икән.

Хәвәрдә көрситилишичә, юруңқаш дәря бойидики хотән наһийисиниң ханериқ кәнтидә, ташқин даириси 19 километирға йәткән болуп, кәлкүн апитидә 11 аилиликниң өйлири вә йәнә 8 миң мо шаллиқ вәйран болған. Кәлкүнниң хәвпи турақсиз болуп деһқанлар һәр заман апәтниң алдини елиш, тизгинләш биринчи сепидә турмақта икән.

Бүгүн хитай мәркизи телевизийәсиниң хәвиридә көрситишичә, кәлкүн қарақаш вә хотән наһийилиридики 10миң метирдин узун кәлкүндин мудапиәлиниш дәря тосуқлирини 315 -дөләт таш йолиниң бир қисим бөләклирини вә бир қанчә көврүкләрни бузувәткән, 336 мо деһқанчилиқ йәр мәйданлирини ютуп кәткән. Статистика қилинишичә, кәлкүн апитиниң 3-авғустқичә кәлтүргән иқтисадий зийини 300милйон сомдин ашқан.

Хотән вилайитиниң ханериқ тәвәликидә апәткә учриған нәқ мәйданда қутқузуш хизмити елип бериватқан бир яш деһқан кадир зияритимизни қобул қилип, бу кәлкүн апитиниң юруңқаш дәрясида йүз бәргән 10 йилдин буянқи әң еғир кәлкүн апити икәнликини, кәлкүн муз тағларниң шиддәт билән еришидин келип чиққан болғачқа, тизгинләш ишлириниң унчә асан болмайдиғанлиқини, дәряға суниң қанчилик келишиму һава температурисиға бағлиқ болуп қалғанлиқини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, ханериқта апәттин қутқузушниң биринчи сепидә деһқанлар гаһида шиддәтлик еқинда еқип кетиш хәвпигә қаримай, кечә-күндүз кәлкүн билән елишиватқан болуп, кишини әҗәпләндүридиғини, кәлкүндин мудапиә көридиған тосуқ ясайдиған материял ташларниму сетивелишқа мәҗбур икән.

Исмини ашкарилашни халимиған бу деһқан йәнә, йеқинқи он йиллардин буян кәлкүн апәтлири юруңқаш дәрялирида даим көрүлүп кәлмәктә шундақла елип бериливатқан бузғунчилиқ вә апәт барғанчә еғир болмақта, зияритимизни қобул қилған бу ханериқлиқ деһқан бу йигит, дәряда йүз бериватқан бу хил еғир апәтләр, дәрядики кәлкүндин тәбиий мудапиә көридиған таш тосуқларниң қаш теши қазғучилар тәрипидин бузғунчилиққа учриши биләнму мунасивәтлик икәнликини көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.