Қирғизистан сақчи даирилири америка һәрбий базисиниң бир хадимини қолға алди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.01
2008.06.01
Қирғизистан агентлиқлириниң америкиниң бишкәктики әлчиханисидин игилишичә, мәзкур америкилиқ, һәрбий хадим әмәс болуп, у пәқәт базида ишлигүчи халас, шуңа бу мәсилә дипломатийилик мәсилиләр дәриҗисигә көтүрүлмигән.
Хәвәрдә көрситилишичә, фавсават чаун иҗаридә олтурған өйниң игиси униң өйдә тамака чекип, отни өчүрмигәнлики сәвәбидин от кәткәнлики билән уни әйиблигән шуниңдәк униңдин, көйүп кәткән өй үчүн 50 миң доллар тәләп қилған. Бирақ, у пулни төлимигәнлики сәвәби билән зиян тартқучиниң әрзи бойичә сақчилар уни қолға алған. Бундақ қарарни бишкәк шәһәрлик районлуқ сот қарар қилған.
Америка һәрбий базисиниң давамлиқ туруши қирғизистан һөкүмити тәрипидин разилиқ бериш асасида әмәлгә ашқан болуп, базиниң кира һәққи бурунқидин зор дәриҗидә өстүрүп берилгән. Бишкәк бу базини өз дөләт мәнпәәтлири үчүн пайдилиқ дәп қариғанлиқи үчүн униң давамлиқ сақлинип турушиға қошулған болсиму, лекин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә бир қисим өктичиләрниң базиниң мәвҗутлуқиға қарши инкасларда болуватқанлиқи хәвәр қилинмақта.