Америка консулханисиға һуҗум қилған гумандарлар қолға елинди
Түркийиниң ички ишлар министири аталай пәйшәнбә күни, җинайәт садир қилғучиларниң, өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум қозғашни пилан қилғанлиқини билдүрүп, һуҗумниң кимләр тәрипидин пиланланғанлиқини җиддий тәкшүрүп чиқидиғанлиқини билдүрди.
Чаршәнбә күни йүз бәргән һуҗумда, 3 нәпәр сақчи вә 3 нәпәр җинайәт гумандари өлгән болуп, сақчилар әслидә мәзкүр зораванлиқниң бирәр террор тәшкилати тәрипидин пиланланғанлиқини пәрәз қилған иди. Бирақ мутәхәссисләр кичик типтики оққа тутуш һәрикитиниң террор тәшкилатлири пиланлиған һуҗумлардин пәрқлиқ икәнликини билдүрмәктә.
Америка тәрәп буниң террорлуқ һуҗум икәнликини, бирақ америка консулханиси бу қетимқи һуҗумниң нишани яки әмәслики һәққидә техи ениқ бир йәкүн чиқирилмиғанлиқини тәкитлиди.
Вәқәни өз көзи билән көргүчиләрниң ейтишичә, қоралланған үч киши аптомобилдин чүшүпла, америка әлчиханиси ишикидә поста туруватқан түрк сақчилириға қаритип оқ чиқарған болуп, қайтурма һуҗумға өткән түрк сақчилири 3 кишини нәқ мәйданда етип өлтүргән, йәнә бир җинайәт гумандари қечип кәткән иди.