Русийә түркийиниң бир қисим йеза игилик мәһсулатлириға чәк қойди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.01
2008.06.01
Хәвәргә қариғанда, русийә асаслиқи түркийиниң пәмидур қиями, картошка қатарлиқ көктатлиридин башқа йәнә үзүм вә лимон қатарлиқ мевилириниң русийигә елип кирилип сетилишини тосуп қойған.
Интерфакис агентлиқи, русийиниң мундақ чәк қоюшидики асаслиқ сәвәбниң түркийиниң 2008 - йилидин башлап русийигә киргүзгән бир қисим йеза игилик мәһсулатлириниң химийилик маддиларни ишлитиш миқдари русийә өлчимидин юқири һәмдә русийиниң саламәтлик вә пакизлиқ өлчимигә тошмиғанлиқида икән.
Мәлумки, түркийә совет иттипақи йимирилгәндин буян русийә базарлирини мевә - чевә, көктат мәһсулатлири билән тәминләйдиған муһим дөләткә айланған болуп, бу мәһсулатларни түркийиликләрла әмәс, һәтта русийилик тиҗарәтчиләр өзлириму елип кириду, түркийиниң йеза игилик мәһсулатлири асаслиқи, москва қатарлиқ чоң шәһәрләрни тәминләш ролини ойнимақта.