Түркийә һава армийиси курдларға қарши йәнә һуҗум қозғиди
Түркийә вә ғәрб мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, пкк дәп аталған курд ишчилар партийисиниң бир қисим террорчи унсурлири ирақ тәвәсидин йошурунчә түркийә тәрәптики һаккали өлкиси тәвәсигә кирип, түрк һәрбий әтрәтлиригә туюқсиз һуҗум қозғиған һәмдә икки нәпәр түркийә һәрбий хадими өлтүргән. Түркийә һава армийиси уларниң истиһкамлирини бомбардиман қилған.
Буниңдин бир қанчә ай илгири түркийә армийиси ирақ тәвәсигә кирип, курд қошунлирини омумий йүзлүк зәрбигә учратқан болсиму, лекин пкк йошурун гуруппилириниң қаршилиқлири тохтимиған. Шәнбә күни түркийә һава армийисиниң һуҗумлири нәтиҗисидә 19 нәпәр пкк террорчиси өлтүрүлгән.